Хитайниң “алаһидә йәсли” тәшвиқати диққәт қозғиди
2021.04.06
Уйғур дияридики зор тутқунниң хәвиригә әгишип нәччә йүз миң уйғур сәбийлириниң һәр хил намлардики йәслиләргә топлинип, коллектип меңә ююшниң қурбаниға айлиниватқанлиқи мәлум болған иди. Йеқинда хитай һөкүмити өзлириниң мейип уйғур сәбийлиригә алаһидә ғәмхорлуқ қиливатқанлиқини чоң хәвәр қилип тарқитишқа башлиди.
Хитай башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 6-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, қәшқәрдики мейиплар мулазимәт мәркизи қармиқида тәсис қилинған алаһидә йәслидә аңлаш иқтидарида мәсилә бар болған атмишқа йеқин уйғур бала наһайити яхши күтүнмәктә икән. Бу балиларниң әң чоңи алтә яш болуп, улар бу йәслидә башқа йәслидики балиларға охшаш тил өгиниш билән мәшғул болмақта икән. Мәлум болушичә, бу балилар қәшқәр тәвәсидики һәрқайси наһийәләрдин топланған болуп, уларниң ата-анилири қәйәрдә икәнлики тилға елинмиған.
Муһаҗирәттики анализчилар бу һәқтә пикир қилип “бу хитай һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдә барғансери юқири пәллигә чиқиватқан хитайни әйибләш дуняви чуқанлириға тақабил туруш тәдбирлириниң бири. Улар мушу арқилиқ өзлириниң қанчилик ‛алийҗанаб‚ икәнликини пәш қилмақчи” деди.









