Хитай америкадики әлчиханисида ахбарат йиғини өткүзүп, уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини инкар қилған
2021.05.07
Хитай һөкүмити 6-май хитайниң америкадики әлчиханисида бу йилдики “әң ғәлитә ахбарат йиғинлири” ниң бирини өткүзүп, өзиниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини йәнә рәт қилған. Хитай даирилириниң йиғинда илгири сүрүшичә, шинҗаңда пуқраларниң тамақ, кийим-кечәк, маарип вә давалиниш һәл қилинип, аз санлиқ милләтләрниң тил-йезиқи, мәдәнийити қоғдалмақта вә тәрәққи қилдурилмақта,” икән.
Тор арқилиқ өткүзүлгән “шинҗаң бир гүзәл макан” намлик ахбарат йиғинда уйғур аяллириниң аталмиш “вәкил” лирини, “кәспий тәрбийәләш мәркизи” ни пүттүргән курсантларни, мәсчид имамлирини, сиртқа чиқип ишләйдиған ишләмчиләрни вә һәтта уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирни сөзләткән. Хитай һөкүмити бүниң алдида австралийә, йеңи зеландийә қатарлиқ дөләтләрдиму уйғур мәсилисини тема қилған бу хил “ғәлитә” ахбарат йиғинлирини өткүзүп, өзиниң “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини рәт қилған иди.
Көзәткүчиләрниң ейтишичә, ғәрб әллиридә хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини етирап қилидиған дөләтләрниң көпийиши, хитайни әндишигә селип, униң бу хил ғәлитә ахбарат йиғинлирини өткүзүшигә түрткә болмақта икән. Йиғинида шөһрәт закир уйғур елида “хитай компартийәсиниң диний әркинликни қоғдаш сяситиниң толуқ иҗра қилинғанлиқи, адәттики диний паалийәтләр вә етиқатчи амминиң еһтияҗлириниң толуқ капаләткә игә қилинғанлиқи” ни билдүргән. Бирақ у вәзийәт әгәр шундақ болса немә үчүн хәлқараниң районда тәкшүрүш елип беришиға йол қоймайдиғанлиқиға чүшәнчә бәрмигән.









