Уйғур районидики истатистика хизмити 10 йилдин бери ичкири хитай өлкилириниң ярдимигә таянған

Мухбиримиз җәвлан
2021.06.02

Йеқинда хитайниң “мәмликәт бойичә шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш истатистика хизмити бирләшмә йиғини” ечилған болуп, уйғур райониға нуқтилиқ ярдәм бериш истатистика хизмитиниң 10 йиллиқ нәтиҗиси хуласә қилинған һәмдә “14-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидә “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш истатистика хизмити вәзиписи” орунлаштурулған.

Йиғинда ичкири хитайниң “шинҗаңға омумйүзлүк ярдәм бериш, қаратмилиқ ярдәм бериш, узун муддәт ярдәм бериш, истатистика хизмитини техиму муһим орунға қоюш, һәр түрлүк истатистика вәзипилирини әмәлгә ашуруш” нишани бәлгиләнгән болуп, бу хизмәтниң “шинҗаңниң муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики” тәкитләнгән.

Тәһлилчиләрниң билдүрүшичә, истатистика хизмити һәр хил учурларни топлаш, рәтләш, тәһлил қилиш вә тәтқиқ қилиш хизмити болуп, бир районниң нопус, иқтисад вә тәрәққият әһвалини йипидин йиңнисиғичә билишниң муһим қорали һесаблиниду. Хитай һөкүмити уйғур районини толуқ контрол қилиш, башқуруш, көзитиш вә сиясәт бәлгиләш үчүн бу қоралдин пайдилиниду. Һәтта хитайдики барлиқ мәмурий орун, кәспий орун, кархана, ширкәт, тәтқиқат орунлири вә шәхсләрму истатискидин пайдилинип өзи һәққидики санлиқ мәлуматларни игиләйду, тәдбир бәлгиләйду вә өз әһвалини өзгәртәләйду. Бүгүнкидәк учур дәвридә, хитай һөкүмити бундақ муһим қорални тамамән өз илкигә алған болуп, шу сәвәбтин ичкири хитайдики һәр қайси өлкиләрни уйғур районидики һәр қайси вилайәт, наһийәләргә бу хизмәт үчүн нуқтилиқ ярдәм бәргүзүшкә орунлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.