Хитай ‍өзиниң уйғур елидики “намратлиқтин қутқузуш” моделини хәлқараға үлгә сүпитидә сунған

Хитай һөкүмити өзиниң ‍уйғурларни әнәниви юрт-маканлиридин кәң көләмлик көчүрүш вә хитай карханилирида мәҗбурий әмгәккә селиш һәркитини хәлқараға “намратлиқтин қутқузуш” вә “йеза-кәнтләрни гүлләндүриш” ниң ‍үлгүси сүпитидә сунған.

Хитай һөкүмити өзиниң ‍уйғурларни әнәниви юрт-маканлиридин кәң көләмлик көчүрүш вә хитай карханилирида мәҗбурий әмгәккә селиш һәркитини хәлқараға “намратлиқтин қутқузуш” вә “йеза-кәнтләрни гүлләндүриш” ниң ‍үлгүси сүпитидә сунған. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2-июн күни ‍үрүмчидә бу тоғрилиқ мәхсус хәлқара ‍алмаштуруш йиғин чақирип, “шинҗаңниң бу җәһәттики тәҗирбилирини дунядики һәр қайси дөләтләр билән ортақлишишни халайдиғанлиқи” ни билдүргән.

Бу йиғинниң дәл 4-июн лондонда башланған “уйғур сот коллегийәси” ниң һарписида өткүзүлүши диққәт қозғиған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғурларни “натратлиқтин қутқузуш” намида юрт-маканлирини чеқип ташлап, уларни ‍өзлириниң әәнивий турмуш шәкли вә мәдәнийәт муһитидин айрип ташлиғанлиқи вә хитай карханилирида мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини илгири сүрүп кәлгән.

“шинҗаң гезити” хәвәр қилишичә, йиғинда уйғур аптоном райониниң муавин рәиси әркин тунияз сөз қилип: “шинҗаңниң миң йиллиқ мутләқ намратлиқ мәсилиси үзүл-кесил һәл қилинғанлиқи” ни билдүргән.

У йәнә “шинҗаң дунядики башқа дөләтләр билән намратлиқни азайтиш тәҗрибисини ортақлишишни халайду,” дегән. Бирақ конкирет қайсий тәҗрибилирини ортақлишишни тилға алмиған. Әркин тунияз ‍илгири уйғур елида 3 милйон кишиниң юрт-маканлиридин көчүрүлгәнлики вә аталмиш “сотсиялистик йеңи йеза-кәнт” ләргә йәрләштүрүлгәнликини билдүргән иди. Мәлум болушичә, бу йиғинни уйғур ‍аптоном райони билән хитайниң җәнвәдә даимий турушлуқ вәкилләр ‍өмики бирлишип уюштурған ‍икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org