Уйғурлар дияридики “лопнурлуқларни гәвдиләндүрүш” тәшвиқати диққәт қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2019.06.13

Хитай даирилири нөвәттә уйғурлар диярида қанат яйдуруватқан “шинҗаң яхши җай” темисидики тәшвиқат паалийитидә уйғурлар дияридики аҗайибатлар қатарида лопнурдики уйғурларниң өзгичә мәдәнийити нуқтилиқ орун тутқан. Шундақла буниңдики хитайларни һаң-таң қалдуридиған көплигән амиллар хитай саяһәтчиләрни уйғурлар дияриға көпләп саяһәткә келишкә дәвәт қилиш үчүн ишлитилгән. Әмма буниңдики бир қисим мәзмунларни алим-мутәхәссисләр “һаңвақтиларчә җөйлүш” дәп көрсәтти.

“тәңритағ” ториниң 13-июндики хәвиридә ейтилишичә, хитай саяһәтчиләр “лопнурлуқлар кәнти” дә “қалмақларниң шәрққә көчүп келиши һәққидики ривайәтләрни аңлиған” шундақла лопнурлуқ уйғурларниң өзгичә малхайлириға қарапла уларни моңғулларға бағлап қойған.

Бу тәшвиқат материяллирида уйғур диярида қәдимки вақитлардин башлапла лопнурлуқларниң яшиғанлиқи, җаң чйән вә шуән заң қатарлиқ хитай сәйяһлириниң бу маканда қандақ изларни қалдурғанлиқи баян қилинған. Әмма уйғурлар һәққидә бир җүмлиму сөз қилинмиған. Шундақла “лопнурлуқлар” алаһидә бир миллий тәркиб сүпитидә уйғурлардин пүтүнләй мустәсна һалда тәсвирләнгән.

Алақидар материялларда көрситилишичә, хитай даирилири өткән әсирниң башлирида ғулҗа уйғурлирини “таранчилар” дегән намда айрим милләт қилип айрип чиққан һәмдә уларни уйғурлардин пәрқлиқ болған бир милләт, дәп җакалиған иди. Әмдиликтә лопнур уйғурлириниму мушундақ бир шәкилдә гәвдиләндүрмәкчи болғанлиқиға уйғур алим-мутәхәссислири гуман нәзири билән қараватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.