Уйғур аптоном районида 52-қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини ечилған
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 8-айниң 12-күни үрүмчидә “шинҗаң мәсилиси тоғрулуқ ахбарат елан қилиш йиғини” өткүзгән.
-
Мухбиримиз җәвлан
2021-08-13 -
-
-
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 8-айниң 12-күни үрүмчидә “шинҗаң мәсилиси тоғрулуқ ахбарат елан қилиш йиғини” өткүзгән.
Бу йиғинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси шу гуйшяң сөз қилип, американи “ирқий қирғинчилиқ елип берип, индиянларни қирған дөләт; ирқий кәмситиш елип берип, қара тәнликләрни хорлиған дөләт” дәп қарилашни давам қилған һәмдә “американиң шинҗаң мәсилисидә гәп қилидиған салаһийити йоқ, шинҗаңниң нәридә лагер бар икән, қайси йери дозахқа охшайдикән?” дәп җар салған. У йәнә “американиң һәммигә қол созуш қилмиши вә ақивитини ойлимай иш қилиши уни һалакәткә елип бариду” дегән.
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси америка тәтқиқат орни тәтқиқатчиси лю вейдуң америкадики диний әркинликиниң әмәлийәттә хиристиян дини әркинлики икәнликини, мусулманларниң кәмситилидиғанлиқини ейтқан; шинҗаң унивеситетидин зулһаят исмаил шүй гуйшяңниң сөзини қуввәтләп, американиң тарихта икки йерим милйон индиянни қирғанлиқи вә уларниң мәдәнийитини йоқатқанлиқини “мисал кәлтүргән”.
Йиғинда йәнә “америка һекайиси”, “америка тозиқи” намлиқ һөҗҗәтлик филимләр қоюлуп, американиң “өтмүштики җинайәтлири”, ғәрбкә йүрүш һәрикитидики “мәҗбурий әмгәк” көрүнүшлири көрситилгән.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, хитай хәвәрлиридә көрситилгәндәк, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң уйғур райониға мунасивәтлик қанун-лайиһәсини рәсмий қанунға айландуруш тиришчанлиқи хитай һөкүмитини биарам қилған. Хитай тәшвиқат орунлири йиғинда нәччә әсир алдидики вәқәләрни көптүрүп, американи қарилашқа вә бүгүнки ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошурушқа урунған болуп, өтмүшни бүгүнгә селиштуруши қанчә бимәнилик болса, қанун вә адаләт, диний әркинлик җәһәттә өзини америкидин үстүн орунға қоюшиму шунчә күлкиликтур.