“шинҗаң яхши җай” тор сөһбәт йиғиниға қатнашқан париж чоң мәсчитиниң имами уйғурлардин әпу сориған

Мухбиримиз әркин
2021.09.10

Бу йил 7-айда хитайниң “шинҗаң яхши җай” намидики тор йиғиниға қатнишип, уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқиға учриған франсийәдики париж чоң мәсчитиниң имами шәмшиддин һафиз уйғурлардин әпу сориған. Шәмшиддин һафизниң хитай әлчиханиси уюштурған “шинҗаң яхши җай” тор йиғиниға қатнишиши франсийәдики “явропа уйғур иниститути” ниң мудири дилнур рәйһан вә лагер шаһити гүлбаһар җелилованиң қаттиқ наразилиқиға учриған. Улар шәмшиддин һафизға хәт йезип, униң билән көрүшүшни тәләп қилған иди.

Дилнур рейһанниң 10-сентәбир иҗтимаий таратқуларда бәргән учуридин мәлум болушичә, шәмшиддин һафиз 9-сентәбир дилнур рәйһан билән гүлбаһар җелиловани өзиниң париж чоң мәсчитидики ишханисиға тәклип қилип, улар билән көрүшкән. У ‍өзиниң “бир мусулман рәһбәр болуш сүпитидә хитай баш әлчисиниң уйғурларға қилиниватқан бастурушларға қандақ чүшәнчә беридиғанлиқини билип беқиш үчүн көрүшкәнлики” вә тор йиғиниға қатнашқанлиқини, бирақ “һечбир қанаәтләнгүдәк җавап чимиғанлиқи” ни ейтқан.

Дилнур рәйһанниң ейтишичә, шәмшиддин һафиз йәнә “әслидә яхши нийәттә қилған бу һәркити әгәр уйғурларға азап елип кәлгән болса, барлиқ уйғурлардин кәчүрүм сорайдиғанлиқи” ни билдүргән. Шәмшиддин һафизниң көплигән мусулман дөләтләр, һәтта талибандәк әң радикал исламчи гуруһларму хитайниң тәрипини тутуватқан бир вақитта, барлиқ уйғурлардин кәчүрүм сориши диққәт қозғиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.