“шинҗаң вәкилләр өмики” японийә билән корейәдә “шинҗаң һекайиси сөзләш” тәшвиқати елип барған
2024.10.21
Уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңишиниң қазақ миллитидин тәйинләнгән рәиси нурлан абдуманҗин йетәкчиликидики бир “шинҗаң достлуқ, һәмкарлиқ, алмаштуруш өмики” өткән һәптә японийә билән җәнубий корейәдә зиярәттә болуп, хитайниң “шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқати елип барған. Бу, хитайниң 2017-йилдин башлап уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип, лагер, түрмиләргә қамилиши, туғмас қилиши, мәҗбурий әмгәккә селишидин бери, болупму хитайниң бу һәрикити америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблинишидин бери, юқири дәриҗилик бир аптоном райони әмәлдариниң өмәк башлап японийә билән җәнубий корейәдә “шинҗаң һекайисини сөзләш” тәшвиқатида болушидур. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунязму өткән йили 2-айда әнглийәни зиярәт қилмақчи болған. Әмма әркин туняз әнглийә һөкүмитиниң виза беришни рәт қилиши сәвәбидин зиярәт пиланини бикар қилишқа мәҗбур болғаниди.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, зиярәт өмики 14-өктәбирдин 19-өктәбиргичә японийәниң осака, токйо вә җәнубий корейәниң сеол қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болған. Хәвәрләрдә, зиярәт өмикиниң осака парламентиниң башлиқи, японийәлик достлар, йәрлик аммиви тәшкилатлар, японийәдә оқуйдиған оқуғучилар һәм хитай муһаҗирлири билән көрүшкәнлики, токйода “рәңгарәң шинҗаң” намлиқ паалийәт уюштурғанлиқи, сеолда җәнубий корейә парламентиниң муавин башлиқи билән көрүшкәнлики қәйт қилинмақта. “шинҗаң гезити” ниң ейтишичә, нурлан абдуманҗин японийәдә “шинҗаң қолға кәлтүргән зор мувәппәқийәтләрни ортақлашқан, нишанлиқ һалда шинҗаң һәққидики һәр хил ялған җамаәт пикри, сәлбий җамаәт пикри вә зиянлиқ сөзләрни рәт қилип, шинҗаңниң ечиветилгән йеңи образини намаян қилған.”
Бу қетимлиқ зиярәтниң уйғурлардин болған тунҗи японийә парламент әзаси арфийә ериниң йеқинда японийәни хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишиға қаттиқ мәйданда турушқа чақиришиниң арқисидинла елип берилиши диққәт қозғимақта. Нурлан абдуманҗинниң зиярәттә японийә парламенти билән көрүшкән-көрүшмигәнлики мәлум әмәс. Һалбуки, японийә парламенти 2022-йили 2-айда қарар мақуллап, уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргәниди.