Хитай таратқулири “һаятим сән билән гүзәл” филимини кәң көләмдә тәшвиқ қилишқа башлиған
2016.12.26
Буниңдин бирқанчә айлар илгири хитай таратқулири мәхсус хәвәр берип, “һаятим сән билән гүзәл” намлиқ чоң типтики нахша-уссуллуқ филимниң уйғур диярида җиддий сүрәткә елинишқа башлиғанлиқини билдүргән иди.
Бүгүн, йәни 26-декабир күни хәлқ тори баянат елан қилип, 50 милйон сом мәбләғ селинған бу филимниң мувәппәқийәтлик һалда сүрәткә елинип болғанлиқини хәвәр қилған.
Баянатта мундақ дейилгән: “мәзкур филим җуңго киночилиқ саһәсидики бир бошлуқни толдуриду шундақла пүтүн мәмликәттә зор тәсир қозғайду”.
Игилинишичә, мәзкур филим уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назарити билән “ шинҗаң дасен мәдәнийәт тарқитиш ширкити” ниң һәмкарлиқида ишләнгән болуп, бейҗиңдики даңлиқ хитай режиссори йән чиңшю режиссорлуққа тәклип қилинған икән.
Мәлумки, йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном районида “анархан”, “өрүк чечәклигәндә”, “мениң байриқим”, “шундақ бир гүл бар” қатарлиқ телевизийә тиятирлири билән кино филимлар ишлинип, хитай кино базириға селинған. Мәзкур филимларниң сүрәткә елиниш вә монтаж техникисида илгириләш көрүлгән болсиму, әмма уларниң мәзмунида йәнила рошән сиясий тәшвиқатчилиқ мәзмунлири орун алған икән.
“һаятим сән билән гүзәл” намлиқ бу чоң типтики нахша-уссуллуқ филимда сәнәт саһәсидә алтун мукапатқа еришкән гүлмирә муһәммәт билән хитай азадлиқ армийә баш сиясий бөлүми сәнәт өмикиниң уссулчиси үмид обул баш рол алған икән. Филимда икки яшниң муһәббәт сәргүзәштиси асасий линийә қилинип, уйғур аптоном районидики “заманивий һаят” вә яшлардики “илғар идийә” тәшвиқ қилинған икән.
Көзәткүчиләр, хитай даирилири зор мәбләғ аҗритип уйғур аптоном районида ишләватқан кино-филимләрниң көпинчисидә сиясий тәшвиқатниң асасий мәқсәт қилиниватқанлиқини илгири сүрмәктә.









