Хитай һөкүмити өмәк тәшкилләп, чәт әлдә “гүзәл шинҗаң” тәшвиқати елип барған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.11.29

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин “шинхуа агентлиқи” ниң 29-ноябир хәвәр қилишичә, хитай һөкүмәт кабинети (говуйүән) ахбарат ишханисиниң тәшкиллиши билән “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” 11-айниң 20-күнидин 29-күнигичә түркийә, сәуди әрәбистан, қатар қатарлиқ дөләтләргә берип, тәшвиқат паалийәтлири елип барған.

Хәвәрдә дейилишичә, мәзкур өмәк түркийәдә “һәқиқий шинҗаңға көп тәрәптин нәзәр селиш” темисида тәшвиқат-тонуштуруш йиғини өткүзгәндин башқа, түркийә марамара фонди җәмийити вә “һәр саһәдики вәтәнпәрвәр затлар” билән сөһбәт йиғини өткүзгән; сәуди әрәбистанда болса, улар “рияд гезити” баш муһәррири, падишаһ салман әрәб тили илмий җәмийитиниң баш катипи, шундақла башқа тәтқиқатчилар вә алимлар билән сөһбәт уюштурған. Қатарда болса, улар қатар ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ башқармисиниң башлиқи, әрәб йерим арили тәтқиқат мәркизи, қатар дөләт агентлиқи вә башқа таратқуларниң мәсуллири, шундақла мутәхәссисләр билән сөһбәт өткүзгән.

Бу паалийәтләр давамида, мәзкур өмәк хитай компартийәсиниң “шинҗаң истратегийәси” ни тонуштурғандин башқа, “шинҗаңдики террорлуққа қарши туруш, кишилик һоқуқни қоғдаш, шинҗаңдики һәр қайси милләтләрниң мәдәнийәтлирини қоғдаш вә униңға варислиқ қилдуруш, шинҗаңдики диний етиқад әркинлики сияситини изчиллаштуруш, шинҗаңни йипәк йоли иқтисад бәлбеғиниң мәркизи қилиш қурулушини илгири сүрүш” қатарлиқ кәң даирилик нуқтиларда тәшвиқат елип барған. Бу өмәк йәнә бу җәрянда америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң хитайға “қара сүркигәнлики” ни қайта әскәртип, бу өмәкни күтүвалған дөләтләрдики хәлқниң хитайни чүшиниши вә көз қаришини тоғрилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүшкән.

Хәвәрдә, бу үч дөләттики зиярәт вә паалийәтләрниң наһайити мувәппәқийәтлик болғанлиқи, мәзкур дөләтләрдики сиясәт әрбаблири вә ахбарат мәсуллириниң хитайниң “шинҗаң сиясити” ни вә “бир бәлбағ бир йол” истратегийәсини қәтий қоллайдиғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинған.

Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пиң әпәнди радийомизға қилған сөзидә, хитай компартийәсиниң йеқинқи йилларда дөләт сиртидики тәшвиқатни интайин әтраплиқ, системилиқ вә пиланлиқ елип бериватқанлиқини, аталмиш “шинҗаң һекайиси” ни яхши сөзләш арқилиқ уйғур елидики мәдәнийәт қирғинчилиқи вә ирқий қирғинчилиқни инкар қиливатқанлиқини, буниң, уйғур вәзийитини чүшәнмәйдиғанларда зор қаймуқуш пәйда қиливатқанлиқини, әмәлийәттә буниң америкаға қарши һәрикәтниң бир қисми, бир хил тактика икәнликини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.