Хитайдики университетлар хитай компартийәсиниң биваситә контроллуқиға өткән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.19

Хитай компартийәси хитайдики алий мәктәпләргә қарита башқуруш қурулмисини өзгәртип, алий мәктәпләрни компартийәниң биваситә контроллуқиға алған.

Мәлум болушичә, бурун айрим-айрим болған мәктәп мудири ‍ишханиси билән партийә комитети ишханиси бирләштүрүлүп, алий мәктәпләрдә “бирликкә кәлгән рәһбәрлик” тәшкил қилинмақтикән. Радийомизниң еришкән бу һәқтики хәвәрлиридә, бу арқилиқ хитайдики алий мәктәпләрни башқурушта мудир ишханисиниң әмәс, партийә комитетлириниң биваситә рол ойнайдиғанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, анализчилар хитайдики алий мәктәп вә илмий тәтқиқат орунлирида партийә комитети әслидинла мәвҗут болсиму, мудирийәт билән партийә комитетини бирләштүрүшниң хитайда илгири һечқачан болуп бақмиған һадисә икәнликини, һәтта “мәдәнийәт инқилаби” дәк сиясий давалғуш йиллиридиму болуп бақмиғанлиқини қәйт қилишмақтикән.

Мәлум болушичә, хитайниң чиңхуа университети парткоми 14-январ күни уқтуруш чүшүрүп, мәктәп мудири ишханиси билән бирләшкән йеңи партийә комитети ишханиси тәшкил қилинғанлиқи вә мәктәпни бу ишхана башқуридиғанлиқини елан қилған.

Нөвәттә, хитай алий мәктәплиридики бу хил йеңи башқуруш шәклиниң уйғур районида әмәлийләшкән яки әмәлийләшмигәнлики ениқ болмисиму, лекин мәмури башқурушта партийә комитетлири әзәлдин интайин күчлүк болған уйғур районида, бу хил башқуруш шәклиниң пат йеқинда дәрһал әмәлийлишишини пәрәз қилиш тәс әмәс, дәп қаралмақта.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, алий мәктәп башқуруш қурулмисидики бу өзгириш чиңхуа университети билән чәкләнмәйдикән. Бу хил йеңи башқуруш қурулмисиниң хитайдики башқа алий мәктәпләрдиму йолға қоюлғанлиқи, җүмлидин хитайниң шаңхәй җявтоң университети, ғәрбий-җәнуп җявтоң университети, сичүән университети, бейҗиң авиатсийә университети, нәнҗиң университети қатарлиқ алий мәктәплириниңму бу хил башқуруш шәклигә өткәнлики қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.