Хитай даирилири уйғур елидә елип баридиған 2025 йиллиқ “ислаһатни чоңқурлаштуруш вәзипилири” ни бекитти
2025.03.18
Йеқинда хитай даирилири уйғур елидә “ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш” хизмитиниң асасий нуқтилирини елан қилған болуп, лекин бу демократик сиясий ислаһат әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң уйғур елидики сиясий, иҗтимаий, санаәт, енергийә, сода-иқтисад, идеологийә башқа һәр җәһәтләрдики идарә қилиш сияситидики муһим вәзипиләрни көрситидикән.
“тәңритағ тор” ниң мәхсус хәвиригә асасланғанда, уйғур аптоном районлуқ партийә сиясәт тәтқиқат ишханиси йеқинда “уйғур аптоном районлуқ партийә комитетиниң ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш ислаһат комитетиниң 2025-йиллиқ хизмәт нуқтилири” ни рәсмий тарқатқан.
Хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони даирилири өткән йили кәлгүси 5 йил ичидә уйғур елидә елип баридиған ислаһатни техиму чоңқурлаштуруш вәзипилирини бекиткән болуп, буниң ичидин бу йил елип баридиған 155 чоң көләмдики ислаһат вәзиписи орун алған.
Мәзкур хизмәт вәзипилириниң “бирликкә кәлгән дөләт базириниң қурулушини илгири сүрүп, йипәк йоли иқтисадий бәлбеғиниң ядролуқ райони қурулушини тезлитиш, юқири сүпәтлик тиҗарәт орунлирини йетиштүрүш вә дөләт игиликидики карханиларниң ислаһатини чоңқурлаштуруш вә яхшилаш” вә башқилар икәнлики көрситилгән.
Лекин бу вәзипиләрниң ичидики биңтүән билән 14 вилайәт вә шәһәрниң иҗтимаий-иқтисади тәрәққиятидики тосалғуларни вә мәсилиләрни һәл қилишни илгири сүрүш алаһидә көзгә челиқидиған болуп, хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян биңтүән билән йәрликни бирләштүрүш, йәни бир гәвдигә айландуруш ишлирини актиплаштурмақта иди.
Йеқинда “тәңритағ тори” да “биңтүән билән йәрликни қошуветиш йиғини арқисидики чоңқур мәниләр” намлиқ бир мақалә елан қилинған. Мақалидә, биңтүән билән йәрликни қошуп тәрәққий қилдуруш тәкитләнгән шуниңдәк биңтүәнниң “шинҗаңниң омумий қурулмисида техиму муһим рол ойнаватқанлиқи, биңтүән аллибурун хитайниң дөләт хәвпсизликиниң капалити, шинҗаңниң тәрәққияти, милләтләр иттипақини илгири сүрүш вә муқимлиқни қоғдаштики истратегийәлик күчкә айланғанлиқи” көрситилгәниди.
Хитай даирилириниң мәзкур 2025-йиллиқ ислаһат хизмәт пиланида йәнә қанунчилиқ, тәшвиқат, мәдәнийәт, иҗтимаий башқуруш қурулмиси, дөләт бихәтәрлики қурулмиси вә башқиларни техиму күчәйтишму орун алған. Шуниңдәк йәнә җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш вә уйғур елини хитайниң енергийә саһәсиниң истратегийәлик базиси қилишниң алдинқи қатардики вәзипиләр икәнлики тәкитләнгән.