Хитай һөкүмити йеңи ковид сиясити арқилиқ пуқралирини талаш-тартишқа селип қойған
2023.01.11
Хитай һөкүмити 3 йилдин буян қоллинип кәлгән “ковидни нөлгә чүшүрүш” қамал сияситини бикар қилип, һәммини кәң ечивәткәндин кейин техиму еғир ковид апитигә йолуққаниди. Бир-биригә тамамән зит болған бу сиясәтләр вә келип чиққан еғир ақивәтләр хитай пуқралирида қаттиқ ғулғула пәйда қилған.
“ню-йорк вақти” гезитиниң 11-январ хәвәр қилишичә, хитай пуқралири һөкүмәтниң һазирқи ковид сияситигә болған гумани вә наразилиқини ипадиләп, бир-бири билән талаш-тартиш қилишқа башлиған. Уларниң муназирә темиси “һазир көпийип кәткән кесәл вә өлүкләргә ким мәсул? һөкүмәт мутәхәссислириниң гепигә ишәнгили боламду? дохтурханиларда кесәллик тошуп кәткән турса, омикрон дегән вирус һөкүмәт әмәлдарлири дәватқандәк адәттики вирусму?” дегәндәк мәсилиләр болуп, һөкүмәткә ишәнмәйдиғанлар билән һөкүмәтни яқлайдиғанлар икки қутупқа бөлүнүп, җедәл қилишқа башлиған. Һөкүмәт тәрәпдарлири “қамал сияситигә қарши чиққучилар бүгүнки апәткә сәвәбчи” десә, һөкүмәткә ишәнмәйдиғанлар “һөкүмәт бу қамални бикар қилиштин бурунла вирус ямрап кәткән” дейишкән.
Хәвәрдә тәһлил қилинишичә, хитай һөкүмити әслидә иқтисадни әслигә кәлтүрүш үчүн пуқраларни қоювәткән, әмма бу вируста өлгәнләрниң сани көпәйгәнчә иқтисадниң җанлиниши әмәлгә ашмиған, бәлки зиян көпәйгән. Хитай һөкүмити йеңи йилда пуқраларни поҗаңза етишқа йол қоймиғандин кейин ғәзәпләнгән пуқралар сақчи машинисини өрүвәткән; әгәр чағандиму поҗаңза етиш мәни қилинса һөкүмәт билән амма оттурисида техиму еғир тоқунуш чиқиши мумкин икән.