Америка истихбарат органлири хитайниң корона вирусиниң келиш мәнбәсигә аит генетикилиқ зор санлиқ мәлуматини қолға чүшүргән

Америка истихбарат органлири корона вирусиниң келиш мәнбәсини ашкарилайдиған зор миқдардики һалқилиқ хитай ген санлиқ мәлумат учурлирини қолға чүшүргән.

Америка истихбарат органлири корона вирусиниң келиш мәнбәсини ашкарилайдиған зор миқдардики һалқилиқ хитай ген санлиқ мәлумат учурлирини қолға чүшүргән. CNN Ниң хәвәр қилишичә, нөвәттә америка стихбарат органлири корона вирусиниң мәнбәсини ашкарилайдиған бу һалқилиқ санлиқ мәлумат учурлирини бир тәрәп қилмақтикән.

Вәқәдин хәвәрдар кишиләр CNN гә бәргән учурида, бу зор миқдардики санлиқ мәлумат учури каталоги хитайниң вухән тәҗрибиханисида тәтқиқ қилинған вирусидин елинған DNA хәритилирини өз ичигә алидиғанлиқини билдүргән.

CNN Ниң ейтишичә, америка стихбарат органлириниң бу санлиқ мәлумат учурлириға қачан вә қандақ еришкәнлики ениқ әмәс икән. Бирақ хәвәрдә вирусларниң бу хил ген санлиқ мәлуматлирини ясаш вә бир тәрәп қилишқа қатнашқан машиниларниң адәттә сиртқи булутни асас қилған мулазиметирларға улағлиқ болидиғанлиқи вә буниң тор һуҗумиға очуқ икәнлики билдүрүлгән. CNN Ниң ейтишичә, һазир бу хам санлиқ мәлумат учури тәрҗимә қилинип, пайдилиқ учурға айландурулмақтикән.

Бирақ хәвәрдә бу хам санлиқ мәлуматларни пайдилиқ ‍учурға айландурушта нурғун қийинчилиқларниң барлиқи, нөвәттә америкиниң әң даңлиқ 17 тәтқиқат орни америка енергийә министирлиқиниң мәмликәтлик тәҗрибиханисидики дәриҗидин ташқири компютерларда бу мәшғулатни елип бериватқанлиқи билдүрүлгән. Хитай һөкүмити изчил корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш тәләплирини рәт қилип американи әйибләп кәлгән. Америка президенти җов байден бу йил 5-айда америка истихибарат органлириға корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүп, 90 күн ичидә ‍өзигә доклат қилиш тоғрисида буйруқ бәргәниди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org