Хитай корона вирусиниң мәнбәсини мәхпий тәкшүргүчиләргә зәрбә бәрмәктә икән

Мухбиримиз җәвлан
2020.12.31

Корона вируси пүтүн дуняға ямриғандин тартип һазирғичә 1 милйон 700 миң адәм өлгән болсиму, бу вирусниң мәнбәси та бүгүнгичә ениқланғини йоқ. Тәтқиқатчи алимлар вә мухбирларға көрә бу наһайити сәзгүр һәм мәхпий мәсилә болуп кәлмәктә.

Америка бирләшмә агентлиқиниң 30-декабирдики хәвиридә билдүрүлүшичә, хитайниң җәнубидики муҗяң дегән қараңғу тағ җилғисиниң ичкирисидә бир кан еғизи болуп, бу йәрдә корона вируси билән йеқиндин мунасивити болған шәпәрәң яшайдикән. Бу йәр корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш үчүн бирәр йип учи берәлиши мумкин дәп қаралғачқа тәтқиқатчиларниң қизиқишини қозғиған.

Әһвалдин хәвәрдар икки кишиниң билдүрүшичә, бир шәпәрәң тәтқиқат гурупписи шу йәргә берип әвришкә топлиған болсиму, хитай даирилири тәрипидин тартивелинған. Хитайдики вирус тәтқиқатчилири таратқуға чиқип ашкарә сөзлийәлмәйдикән. 11-Айниң ахирида пуқрачә кийингән сақчилар бир америка мухбириниң изиға чүшкән вә йолларни қамал қиливалған.

Хитай һөкүмити тунҗи вирус байқалған күндин башлап бир йилдин артуқ вақит ичидә вирусниң мәнбәси һәққидики тәтқиқатни қаттиқ контрол қилип кәлгән һәмдә бу вирусниң мәнбәсини хитайдин башқа йәрдин кәлгән дегән сәпсәтилирини базарға селип кәлгән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң байқашлириға қариғанда, хитай һөкүмити һәрбий пән-тәтқиқат орнида ишләйдиған алимларға зор миқдарда мәбләғ аҗратқан болуп, уларниң байқашлири, тәтқиқат нәтиҗилири вә буниңға аит санлиқ мәлуматлар адәттин ташқири назарәт қилиндикән, бу тәтқиқат орунлири хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиңниң биваситә буйруқи астида ишләйдикән. Хитайниң техи елан қилинмиған он нәччә бәтлик бир һөҗҗити, бу буйруқ, бу бесимниң “алий мәркәз” дин келидиғанлиқини испатлайдикән. Хитай һөкүмити учурларни қаттиқ контрол қилипла қалмай, хитай тәтқиқатчилириниң хәлқара алимлар билән һәмкарлишишиғиму тосқунлуқ қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.