Японийә хитай су асти парахотиниң японийә арилиға йеқинлашқанлиқиға наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз әркин
2018.01.15

Японийә дөләт мудапиә министири дүшәнбә күни хитай ядро су аста парахотиниң игилик һоқуқи талаш-тартиштики японийә араллириға йеқинлашқанлиқини тәнқид қилған.

Японийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, японийә тәрәп хитайниң “шаң” намлиқ бир ядро су асти парахотиниң өткән җүмә сенкаку араллириға йеқинлашқанлиқини байқиған.

Ротерз агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә дөләт мудапиә министири итсонори онодера дүшәнбә күни мухбирларға сөз қилип, “су асти парахотиниң башқа дөләтниң деңиз тәвәликидә мәшғулат елип бериши хәлқара мизанларға хилап,” дегән. Униңдин бурун японийә ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири шенсуки сугияма хитайниң японийәдики баш әлчиси чен йоңхуаға телефон қилип наразилиқ билдүргән иди.

Бу японийәниң йеқинқи бир һәптә ичидә хитайни 2‏-қетим униң деңиз тәвәликигә үсүп кириш яки униң контроллуқидики аралларға йеқинлишиш билән тәнқид қилишидур. Өткән һәптә хитайниң бир су асти парахоти билән бир қанчә чарлаш парахоти сенкаку араллириға йеқинлашқан. Шу мунасивәт билән японийә ички кабинетиниң секретари юшихиде суга хитайға наразилиқ билдүргән.

Ройтерз агентлиқиниң хәвиридә көрситишичә, юшихиде суга хитай парахотлириниң һәрикитини “әпсуслинарлиқ вәқә,” дәп көрсәткән.

Хитай һәрбий парахотлириниң арқа-арқидин японийә араллириға йеқинлишиши икки дөләт өз ара мунасивитини яхшилашқа вәдиләшкән мәзгилдә йүз бәргән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лү каң дүшәнбә күнлүк ахбарат йиғинида, хитай су асти парахотиниң сенкаку арилиға йеқинлашқанлиқиға даир вәқәдин хәвири йоқлиғини, бирақ японийәниң сенкаку араллириниң игилик һоқуқ мәсилисидики позитсийәсини қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән. Хитай японийә контроллуқидики сенкаку арилида игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүп, бу аралларни “дявйү арллири” дәп атап кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.