Хитай путбол командисиниң токйодики қаттиқ мәғлубийити хитай топ мәстанилирини чоңқур үмидсизликкә патурған
2024.09.06
5-Сентәбир күни японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән 2026-йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқисиниң асия райони алдин таллаш мусабиқисидә, японийә командиси 0 гә қарши 7 нәтиҗә билән хитай дөләтлик путбол командисини мутләқ үстүнлүктә йәңгән.
Бу қетимлиқ мусабиқидики қаттиқ мәғлубийәт хитай путбол мәстанилирини үмидсизликкә патурған, шундақла хитайдики иҗтимаий таратқуларда қаттиқ ғулғула қозғалған. Бу хитай дөләтлик әрләр путбол командисиниң 2012-йили биразилийә путбол командиси билән болған мусабиқидә 8 гә қарши нөл нәтиҗә билән уттуруветишидин буянқи йәнә бир қетим путбол сәтчилики һесабланмақтикән. Йеқинқи йиллардин буян хитайниң ички қисмида японийә қарши өчмәнлик тәрғиб қилинип, хитай милләтчилириниң японийәгә қарши кәйпияти улғийип кәткән, шундақла ташқи җәһәттә японийәгә қарита һәрбий кашила күчәйтилгән бир пәйттә, путбол саһәсидә йүз бәргән бундақ еғир мәғлубийәт хитай путбол мәстанилириниң үмид вә ғурурини йәр билән йәксан қилған.
“вашингтон почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, 2015-йили хитай рәиси ши җинпиң хәлқара мусабиқиләрдә қаттиқ мәғлуп болған, йәрлик мусабиқиләрдә кәң омумлашқан черикликниң тәсиригә учриған хитай дөләтлик путбол командисини қайта тәртипкә селиш вә күчләндүрүшкә вәдә қилған. Һалбуки, униң вәдиси аридин 10 йилға йеқин вақит өтүпму бу қетим токйода өткүзүлгән мусабиқидә хитай дөләтлик путбол командисиниң асиядики әң чоң тәнтәрбийә вә гео-сияси рәқиби японийәгә қаттиқ уттуруветишини тосуп қалалмиған.
Иҗтимаий таратқу супилиридики хәвәрләргә қариғанда, хитай путбол мәстанилириниң мусабиқидин бурун нәқ мәйданда яңратқу арқилиқ “орундиялмайдиған вәзипә, йеңәлмәйдиған қийинчилиқ, йоқиталмайдиған дүшмән йоқ” дәп шоар товлиғанлиқи мәлум болмақта. Мусабиқидин кейин нәқ мәйдандики бир топ мәстанисиниң йиғлап туруп, “сән топни башқилардәк тепәлмигән тәқдирдиму, адәмни болсиму тәпсәң болмасмиди?” дегән видийоси иҗтимаий таратқуларда кәң таралған.
“вашингтон почтиси” ниң билдүрүшичә, хитай һөкүмәт қаналлири бу мусабиқини нәқ мәйдандин тарқитишни тохтатқан болсиму, әмма хитай иҗтимаий таратқу супилиридики муназирә тохтимиған. Хәвәрдә, бир хитай тор обзорчисиниң “нахша ейтиш яки һекайә сөзләш билән путболни тәрәққий қилдурғили болмайду” дегәнлики; йәнә бир тор язғучисиниң “путболни өзиниң йолиға қоюп берәйли” дегәнлики қәйт қилинмақта.
Мәлум болушичә, хәлқара путбол бирләшмиси хитай дөләтлик әрләр путбол командисини дунядики путбол командилириниң дәриҗә тизимликидә 87-орунға тизған болуп, бир милярд 400 милйон нопуси болған хитайдәк чоң дөләт һәтта кариб деңизидики аран 150 миң нопуси болған курачав арилиниңму арқисида қалған.