Хитай һөкүмити йеңи зеландийәдики америка баш әлчисигә наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз әзиз
2019.10.15

Йеңи зеландийәдики “хәвәр мәркизи” қанилиниң 15-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, буниңдин бирнәччә күн илгири америкиниң йеңи зеландийәдә турушлуқ баш әлчиси скот бровн шу җайдики “әтигәнлик сөһбәт” программисида хитай һөкүмитиниң сөз вә пикир әркинликигә һуҗум қиливатқанлиқини, уйғурлар диярида “йиғивелиш лагери” қурған иштин әмәлийәттә йеңи зеландийә баш министириниң хәвири барлиқини тәкитлигән.

Сөһбәттә скот бровн бу һадисиләрни “бу пәқәтла қамлашмиған бир қилиқ” дәп хитай һөкүмитини тәнқидлигән һәмдә буниң толиму сәлбий ақивәтләргә сәвәб болидиғанлиқини билдүргән.

14-Өктәбир күни йеңи зеландийәдики хитай әлчиханиси буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән. Улар бу һәқтә пикир қилип “шинҗаңдики ишлар бизниң ички ишимиз. Чәтәлликләрниң буниңға арилишиш һәққи йоқ. Биз у җайда террорлуқ вә әсәбийликкә қарши күрәш қиливатимиз” дегән.

Мәлум болушичә, 2019-йили июлда 22 дөләт хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики бастуруш қилмишини әйиблигәндә, йеңи зеландийәму бу очуқ хәткә имза қойған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.