Хитай завутлириниң ишләпчиқириши уда 3 ай төвәнлигән
2024.07.31
“блумберг хәвәрлири” ториниң хәвәр қилишичә, хитай завутлириниң ишләпчиқириш миқдари 3 айдин буян давамлиқ төвәнлигән. Хитай дөләтлик истатистика идариси елан қилған санлиқ мәлуматтин қариғанда, хитай завутлириниң ишләпчиқириш көрсәткүчи бу йил 7-айдиму охшаш төвән чиққан. Бу, хитайниң иқтисадий тәрәққиятниң тез сүрәттә ешишини сақлап қелиш үмидини йоққа чиқарған.
Хәвәрдин қариғанда, хитайниң қурулуш вә мулазимәт түридики кәсиплиридин башқа кәсипләрниң көрсәткүчи 50.2 Гә чүшүп қалған болуп, оттуричә мөлчәр болған 50.3 Динму төвән икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, иқтисадшунаслар буниңға “ишләпчиқириш көрсәткүчиниң төвәнлиши хитай иқтисадиниң ешиш сүритиниң астилаватқанлиқини көрситиду. Хитайда һазир дөләт ичи истемали аҗиз болупла қалмай, експортму охшашла ташқи базар қийинчилиқиға дуч кәлмәктә” дәп баһа бәргән.
Улар йәнә, “хитайниң 7-айдики төвән ишләпчиқириш көрсәткүчи үчинчи пәсил үчүн яхши башлиниш һесабланмайду, бу бәлким дөләт йиллиқ ишләпчиқириш қиммитиниң ешишиғиму сәлбий тәсир көрситиши мумкин. Бу кишини әндишигә салидиған әһвал” дәп көрсәткән.
Бу йил хитай иқтисадида давалғуш еғир болған болуп, хитай компартийәси алдинқи һәптә өткүзгән 20-нөвәтлик 3-омумий йиғинида хитай иқтисадини қайта җанландуридиғанлиқини вәдә қилғаниди. Бирақ бу хәвәрдә дейилишичә, у вәдиләрниң қанчилик ишқа ярайдиғанлиқи гуманлиқ болуп, иқтисадшунаслар хитай иқтисадини оңшашта техиму конкрет сиясәтләр керәк, дәп қарайдикән.