Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни кишилик һоқуқ адвокатлирини қоюветишкә чақирди
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини мәхпий җайда нәзәрбәндтә туруватқан 38 нәпәр кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчилирини азад қилишқа чақирди.
Баянатта көрситилишичә, улар 2015-йили 7-айдин 9-айғичә болған арилиқта хитай һөкүмити қолға алған 300 нәпәрдин артуқ кишилик һоқуқ адвокатлири вә паалийәтчилириниң бир қисми болуп, әйни чағда гәрчә қолға елинғанларниң көпи ипадиси елинғандин кейин қоюветилгән болсиму, әмма бу 38 нәпири техичә қоюветилмигән. Улар хитайниң җинайи ишлар қанунидики “җинайәт гумандарлирини 6 айғичә бәлгилик орунда тутуп туруш” маддисиға асасән тутуп турулмақта икән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори софи ричардсон баянаттики сөзидә “бу кишиләрни мәхпий җайда тутуп туруш хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң, хитай қанун арқилиқ башқурулидиған дөләт дегән сөзини мәсхирә қилмақта” дегән.
У, бу кишиләрниң 6 айлиқ тутуп туруш вақтиниң 1-айниң 9-күни тошидиғанлиқини әскәртип “бу кишиләр әгәр хитай қанунида бекитилгән 6 ай ичидә йәнә қоюветилмисә, у һалда бу, хитай һөкүмитиниң өзи елан қилған қанунни иҗра қилмайдиғанлиқини намаян қилип бериду” дәп әскәрткән.
Хитайниң җинайи ишлар қануниниң 73-маддисиға асасән, даириләр адәттә “дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш”, “террорлуқ” вә яки зор чириклик делолириниң гумандарлирини 6 ай бойичә мәхпий бир орунда тутуп турса болидикән. Бирақ, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида, хитайда һөкүмәтни вә коммунист партийини тәнқид қилғанларниңму “дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш” билән әйиблинидиғанлиқини әскәрткән.