Хитай интернет бихәтәрлики һәққидә йәнә йеңи һөҗҗәт елан қилди
2016.12.27
Хитай дөләтлик интернет учур ишханиси 27-декабир сәйшәнбә күни “дөләт интернет бихәтәрлики истратегийиси” намида һөҗҗәт елан қилди.
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин хәлқ гезити, шинхуа агентлиқи қатарлиқларда, мәзкур һөҗҗәт һәққидә : “интернет бихәтәрлик истратегийиси” мәркәз интернет бихәтәрлик рәһбәрлик гурупписиниң биваситә тәстиқлиши билән, рәис ши җинпиңниң интернет бихәтәрликигә капаләтлик қилип, дөләтни күчләндүрүш истратегийилик нишаниға асасән тарқитилди. Һөҗҗәттә дөләт бихәтәрликигә, дөләт һакимийитигә тәһдит елип келидиған, пуқраларниң шәхси учур бихәтәрликигә, дөләтниң иқтисади мәнпәитигә, яш-өсмүрләрниң роһи, җисманий сағламлиқи қатарлиқларға биваситә зиян йәткүзидиған учурларниң тарқилишиға зәрбә бериш тәкитләнди” дегән баянлар берилди.
Мәзкур һөҗҗәтниң елан қилиниши хәлқара таратқулар, хитай вәзийәт анализчилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң җиддий инкасини қозғиди. Бирләшмә агентлиқи, ройтерс, б б с агентлиқи қатарлиқларниң хәвәр вә анализлирида “хитай һөкүмити йеңидин елан қилған интернет бихәтәрлик һөҗҗити хитай пуқралириниң учур вә пикир әркинликини йәниму қаттиқ бастурушни мәқсәт қилған” лиқи тәкитләнди.









