Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни сақчи қанун лайиһисини өзгәртишкә чақирди
2016.12.22
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитини сақчи қанун лайиһисини хәлқара өлчәмләргә маслаштуруп қайта йезип чиқишқа чақирди.
Мәзкур тәшкилат чаршәнбә күни елан қилған баянатида, хитайдики сақчиларниң зораванлиқиға аит көрүнүшләрниң кәң тарқилип, җәмийәттә интайин яман тәсир пәйда қилғанлиқини, әмма бу йеңи қанун лайиһисиниң мушундақ зораван сақчиларни җавабкарлиққа тартиш үчүн әмәс, бәлки уларниң йолсизлиқлириға йәниму кәң йол ечип беридиғанлиқини билдүргән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қанун лайиһиси һәққидики әндишилирини төвәндики нуқтиларға йиғинчақлиған : бу қанун лайиһиси сақчиларниң қорал күчини кәң-кушадә ишлитишигә йол ечип бериду. Лайиһидики сақчиларниң қорал күчи қоллинишини һәқлиқ қилидиған өлчәмләр хәлқаралиқ өлчәмләрдин толиму йирақлап кәткән. Җүмлидин у тинчлиқ билән кишилик һоқуқ паалийити қилған һәм хитай компартийисини әйиблигәнләргиму қорал ишлитиш имкани туғдуриду. У шуниңдәк, сақчиларниң халиғанчә интернет вә шуниңдәк башқа хил алақә қораллирини тәкшүрүшигә вә һәтта тохтитип қоюшиға йол ечип бәргәнниң әксичә,
Сақчиларниң чекидин ашқан қудритини чәкләйдиған алаһидиликкә игә әмәс.
Тәшкилатниң асия ишлири директори софи ричардсон баянаттики сөзидә, хитай һөкүмитиниң сақчиларниң қудритигә чәклимә қоюш арқилиқ, өз пуқралирини зомигәрликтин қоғдиши керәкликини әскәрткән.









