Хитай даирилири һәрбий сәптин қайтқанлар хизмәт йиғини ачти
"шинҗаң гезити" ниң 27-январдики хәвиридә ейтилишичә, буниңдин үч күн илгири уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт һәрбий сәптин қайтқанлар үчүн сәпәрвәрлик хизмәт йиғини ачқан. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси ваң җеңҗүн йиғинда сөз қилип: "ши җинпиңниң һәрбий сәптин қайтқанлар һәққидики муһим йолйоруқини һәмдә буниң шинҗаңниң муқимлиқини сақлаштики әһмийитини унтумаслиқимиз лазим" дегән.
Йиғинда оттуриға қоюлған пикирләр бирдәк уйғур дияридики һәрбий сәптин қайтқанларни хитай компартийәсиниң "шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси үчүн хизмәт қилдуруш" қа мәркәзләшкән. Шундақла бу хадимларни уйғур дияридики һәрқайси шәһәрләрниң өзигә хизмәткә елиш, шу арқилиқ хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини оңушлуқ күтүвелиш тәкитләнгән.
Уйғур дияридики һәрбий қисим әскәрлириниң асасән хитайлардин елинидиғанлиқини тәкитлигән анализчилар "бу хитай һөкүмитиниң техиму көп сабиқ хитай әскәрләрни уйғурларни идарә қилиш сепигә қошушқа чақириқ қилишидин башқа нәрсә әмәс. 1950-Йиллириму хитай һөкүмити гоминдаң қалдуқлирини ичкиригә қайтурмастин биңтуән қилип тәшкиллигән" деди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдин буян уйғур дияридики һәрбий қисимлар қурулушиға зор күч чиқириватқан болуп, техи йеқинда бу җайдики қораллиқ сақчиларға германийәдин учқучисиз айропилан импорт қилған.