Американиң хитайға йүргүзгән таможна беҗи җазаси иҗра қилинишқа башлиди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.02.04

Американиң трамп һөкүмити канада билән мексикаға йүргүзгән 25 пирсәнт таможна беҗини иҗра қилишни вақитлиқ тохтитиш билән бир вақитта, хитайға фентанил сәвәбидин йүргүзгән 10 пирсәнт таможна беҗини 4-февралдин башлап рәсмий иҗра қилишқа башлиған.

Америка һөкүмити хитайниң мексикадики зәһәрлик чекимлик гуруһлириниң фентанил ишләпчиқиришини хуруч билән тәминләйдиған асаслиқ мәнбә икәнликини байқиған. Пирезидент трамп 20-январ вәзипигә олтуруп арқидинла мексика билән канадаға 25 пирсәнт, хитай, мәһсулатлириға 10 пирсәнт баҗ қойидиғанлиқини елан қилған. Пирезидент трамп, мәқситиниң бу арқилиқ, хитайниң фентанилниң америкаға киришини чәкләш үчүн һәрикәт қоллиниши һәққидә бесим қилиш икәнликини ейтқан. Трамп: “хитайниң бизгә фентанил йоллашни тохтитишини үмид қилимән, әгәр улар тохтатмиса, таможна беҗи көрүнәрлик миқдарда артиду” дегәниди.

Лекин хитай, пирезидент трампниң таможна беҗи қарари 4-феврал иҗра қилинишқа башлиған һаман, америка мәһсулатлириға қарита өч елиш характерлик таможна беҗи қойидиғанлиқини елан қилған. CNN Ниң хәвәр қилишичә, хитай малийә министирлиқи американиң көмүр вә суюқландурулған тәбиий газ мәһсулатлириға 15 пирсәнт, хам нефит, деһқанчилиқ машинилири, чоң типлиқ аптомобил вә йүк тошуш машинилириға 10 пирсәнт баҗ қойидиғанлиқи, буниң 10-февралдин башлап иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән. Шуниң билән бир вақитта хитай сода министирлиқи вә таможна идариси 4-февралдин башлап америкаға 20 нәччә хил метал мәһсулати вә мунасивәтлик технологийәгә експорт чәклимиси қойидиғанлиқини җакарлиған.

Мәлум болушичә, експорт чәклимиси санаәт вә дөләт мудапиәси үчүн һалқилиқ болған волфрам, шундақла қуяш енергийәси батарейәсигә ишлитидиған теллей қатарлиқ маддиларни өз ичигә алидикән. Америка 4-феврал хитай маллириға 10 пирсәнт баҗ қоюшни рәсмий иҗра қилишниң һарписида, йәни 3-феврал ақсарайниң баянатчиси каролин левит (Karoline Leavitt), трампниң алдимиздики күнләрдә хитай рәһбири ши җинпиң билән телефонда сөзлишидиғанлиқини ейтқан. Ройтерсниң билдүрүшичә, вәзийәттин хәвәрдар әрбаблар хитай һөкүмитиниң трамп билән таможна беҗини кечиктүрүш яки тохтитиш тоғрилиқ бир келишим һасил қилишниң йолини қиливатқанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.