Трамп һөкүмити хитайға қойидиған микро өзәк чәклимисини техиму күчәйтидикән
2025.02.25
Трамп һөкүмити хитайниң микро өзәк (чип) кә еришишини чәкләш үчүн униңға байдин һөкүмитидинму бәкрәк қаттиқ тәдбир қолланған.
“бломберг хәвәрлири” ториниң 25-февралдики хәвиригә қариғанда, доналд трамп һөкүмити американиң йерим өткүзгүч техникисини техиму қаттиқ башқуруш тәдбири қолланған һәмдә голландийә, японийә қатарлиқ иттипақдаш дөләтләрниң әмәлдарлириға бесим қилип, йерим өткүзгүч техникиси саһәсидә хитайға қоюлған чәклимини йәниму күчәйтишни тәләп қилған. Нәтиҗидә, японийә микро өзәк ширкәтлириниң пай баһаси мәлум нисбәттә чүшкән, әмма америкадики нивидия (Nvidia) ширкитиниң пай баһасида өзгириш болмиған.
Хәвәрдә дейилишичә, трамп һөкүмити йәнә байдин һөкүмити дәвридә хитайға микро өзәк сатқан нивидия ширкитигә техиму кәң чәклимә қоюш үчүн, иҗазәтнамә тәләп қилинмайдиған микро өзәк түрлириниму чәкләшни ойлашқан. Чүнки нивидия илгири хитайға сетиш чәклинидиған микро өзәкләрниң орниға, иҗазәтнамә кәтмәйдиған башқа түрдики микро өзәкләрни ишләпчиқирип сатқан, бу арқилиқ американиң експорт чәклимисини бузған. Нөвәттә америка әмәлдарлири хитайниң DeepSeek ширкитиниң сингапордики васитичиләр арқилиқ нивидия ширкитиниң илғар микро өзәклирини сетивалғанлиқини тәкшүрмәктә икән. Әгәр бу испатланса, нивидияниң мәхсус хитай үчүн лайиһәләп сатқан микроөзәклириму чәклинидикән.
Трамп һөкүмитидики бир қисим әмәлдарлар йәнә хәлқара йерим өткүзгүч ишләпчиқириш ширкити (SMIC) гә қойған чәклимини күчәйтмәкчи болған, чүнки бу ширкәт хитайниң һәрбий санаитигә ярдәм беридиған хуавей гуруһи үчүн микро өзәк ишләпчиқиридикән.