Америка дөләт мәҗлис әзалири хитайға йеқин ширкәтниң санаәт орни һәққидә малийә министирлиқиға хәт язған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.22

Хитай коммунистик партийәси билән алақиси болған гошин (Gotion Incorporated) ширкити мичиганниң мекоста наһийәсидә америкиниң һәрбий әслиһәлиригә йеқин җайда санаәт орни қурған. Америкидики чәтәл мәбләғ селиш комитети (CFIUS) хитайниң бу санаәт орнини тәкшүрмигән вә тосмиған. Бу американиң дөләт хәвпсизликигә болған әндишини пәйда қилған.

Америка кеңәш палата әзаси марко робийониң 10-айниң 18-күни рәсмий тор һесабидин хәвәр қилишичә, марко рубийо вә америка кеңәш палата әзаси җон моленар қатарлиқлар малийә министири җанет йеленға хәт йезип, америкидики чәтәл мәбләғ селиш комитетниң қарар чиқириш җәряни һәққидә соаллар сориған вә униң қаидилирини йеңилашни тәләп қилған. Улар мундақ дегән: “америка малийә министирлиқи хитай коммунистик партийәси билән чоңқур мунасивити бар болған гошин ширкитини америкиниң чоң һәрбий әслиһәлириниң йенида санаәт орни қуруштин тосуп қалалмиди, биз буниңдин бәк әндишә қиливатқанлиқимизни билдүрүш үчүн бу хәтни яздуқ”.

Бу хәтни марко рубийо вә моленардин башқа йәнә кеңәш палата әзаси том катин, майк бравн, җони ернист вә авам палата әзалиридин лиза макклайин, бил хуйзенга, җәк бергман, җон җамис вә тим валберг қатарлиқлар қоллиған.

Парламент әзалири америкидики чәтәл мәбләғ селиш комитетидин немә үчүн бу йәрниң 2024-йили 7-айғичә капаләтлик муқим мүлүк қилип бекитилмигәнлики вә һәрбий әслиһәгә йеқинлиқини көздә тутуп, гошинниң завут қурулушиға қандақ тәдбир қоллинилидиғанлиқи тоғрисида америка чәтәлгә мәбләғ селиш комитетидин җаваб беришини сориған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.