Қәшқәрдики алтә миң кишилик хизмәт йәрмәнкисидә ким ишқа орунлишиду?
2024.02.27
Қәшқәр шәһири адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт идариси саһибханилиқида 2024-йиллиқ “баһар шамили һәрикити: хизмәт вә ишләпчиқиришни әслигә кәлтүрүш” намидики чоң көләмлик хизмәт йәрмәнкиси қәшқәр хәлқ мәйданида ечилған һәмдә алтә миң кишилик хизмәт орни базарға селинған.
“хитай тори” ниң 2024-йили 2-айниң 27-күндики хәвиридә мундақ дейилгән: “бу хизмәт йәрмәнкиси ихтисаслиқларни қоллап, амминиң көңүлдикидәк хизмәт тепишиға вә ширкәтләрниң көңүлдикидәк ишчи қобул қилишиға ярдәм бериду. Шуниң билән биргә бу хизмәт йәрмәнкиси йәрлик иқтисад вә җәмийәтниң юқири сүпәтлик тәрәққиятини илгири сүриду.”
Қәшқәр адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт идариси тәрбийәләш вә ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизиниң мәсули ли линшю бу йәрмәнкигә җәмий 160 ширкәтниң қатнашқанлиқини, шуниңдәк алтә миңдин артуқ хизмәт орниниң тәмин етилгәнликини махтиниш ичидә тилға алған. Әмма бу қетимқи йәрмәнкидә кимниң ишқа елинидиғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрмигән.
Һалбуки, йеқинқи мәлуматлар хитайдики ишсизлиқниң ешип бериватқанлиқи һәмдә уйғур дияриға көчүп кәлгән хитай яшлириға берилидиған көплигән етибар чарилири көплигән хитай яшлириниң уйғур дияридин хизмәт издишигә түрткә болуватқанлиқини көрситиду. Хитай һөкүмитиниң мунасивәтлик һөҗҗәтлири болса 2014-йилдин 2019-йилғичә болған арилиқта һәр йили уйғур ели нопусиниң 10% тин көпрәкиниң (икки йерим милйон адәм қетим) мәҗбурий йосунда башқа җайларға йөткиливатқанлиқини көрсәткән. Бу паалийәт хитай йолға қойған ешинча әмгәк күчлирини йөткәш чоң пирограммисиниң бир қисми болуп, уйғурлар санаәткә лазимлиқ әмгәк күчи сүпитидә пүтүн мәмликәткә мәҗбурий әвәтилгән. Шуниң билән бир вақитта, миңлиған уйғур ихтисас игилири, җүмлидин алий мәктәпни тамамлиған оқуғучилар лагер вә түрмиләргә қамалған. Мушу хил реаллиқ болса бу қетимқи қәшқәр ихтисас игилири йәрмәнкисидә йәнила хитайларниң асаслиқ қобул қилиш обйекти болуп қалидиғанлиқидин бешарәт, дәп қаралмақта.
Мутәхәссисләрдин доктор адриан зенз уйғур дияридики ешинча әмгәк күчлирини йөткәш программисини “бу бир түрлүк контрол қилиш вә ассимилятсийә қилиш истратегийәси болуп, уйғур мәдәнийитини йоқитиш үчүн лайиһәләнгән” дегән иди.