Америка хоңкоңға қаратқан барлиқ имтиязларни бикар қилди

Мухбиримиз нуриман
2020.07.01

29-Июн хитай компартийәси хоңкоң һәққидә “дөләт хәвпсизлики қануни” ни мақуллиғандин кейин, америка өзиниң хоңкоңға қаратқан алаһидә сияситини тохтатқанлиқини җакарлиди.

“малийә вақти гезити” ниң 1-июл бәргән хәвиригә асасланғанда, америка бундин кейин хоңкоңға қорал-ярақ експорт қилишниму чәкләйдикән.

Хәвәргә қариғанда, америка қорал-ярақтин башқа йәнә сәзгүр техникаларниму хоңкоңға експорт қилишни чәкләйдикән.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо хоңкоң һәққидики баянатида бейҗиңниң хоңкоң һәққидики қарарлирини йолға қойғандин кейин, америка һөкүмитиниң хоңкоңға қаратқан алаһидә имтиязлирини бикар қилидиғанлиқи, хоңкоңға експорт қилинидиған буюмларниң хитайниң башқа районлиридин пәрқләндүрүлмәйдиғанлиқини билдүргән.

Хәвәргә асасланғанда, американиң бир әмәлдари хоңкоңда ишләпчиқирилған камера, електронлуқ бир тәрәп қилғуч вә микро електронлуқ бир тәрәп қилғуч қатарлиқ үскүниләрни сетивелишниң алдини алидиғанлиқини ейтқан. У: “хитайниң мусулман уйғурларни бастурушини нәзәрдин сақит қилмаслиқимиз, хитайниң өз пуқралириға қандақ муамилә қиливатқанлиқини дуняға билдүрүшимиз керәк,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.