Канада һөкүмити хоңкоң мәсилиси тоғрулуқ хитайни әйиблигәндә уйғур мәсилисиниму унтуп қалмиди
2020.11.12
“канада радийоси” (CBC) ториниң 12-ноябир хәвәр қилишичә, канада һөкүмити хоңкоң парламентидики демократик әзаларниң вәзиписидин қалдурулғанлиқини әйиблигән вә көплигән хоңкоң пуқралириниң канадаға көчмән болушиға ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә йәнә, канада авам палатаси уйғур мусулманлири кризисини тәкшүрүш комитети йәкүнлигән коммунист хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитиму тилға елинған болуп, мәзкур комитетниң башлиқи, либерллар партийәсидин болған парламент әзаси петир фронсиса(Peter Fronseca) ниң “бу комитет шуниңға ишинидуки, хитай компартийәсиниң қилмишлири‚ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамиси‛да көрситилгинидәк, ирқий қирғинчилиқ җинайити шәкилләндүриду” дегән сөзи вә йеңи демократлар партийәсидин болған парламент әзаси һидер мәкферсон (Heather McPherson) ниң “әмәлийәт шуни испатлидики, бир милләтни йоқитиш, униңға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш үчүн аввал у милләтниң аяллирини йоқитиш керәк. Хитайниң уйғур аяллирини туғуштин чәклиши ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң нәқ өзидур” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, хитай һөкүмити канада һөкүмитини хоңкоңниң ишлириға арилишиштин агаһландурған вә уйғурлар мәсилисидә хитайни тәнқидләштин тохташни тәләп қилған.