Хоңкоң намайишида уйғурлар мәсилиси йәнә бир қетим җанлиқ тилға елинди
2019.07.03
Хоңкоңда давам қиливатқан хәлқ намайишида уйғурлар мәсилиси йәнә бир қетим әсләп өтүлди һәмдә хитай компартийәсиниң хоңкоңдики сиясәтлиригә бағланди.
Иҗтимаий таратқулардики сүрәтләрдин мәлум болушичә, намайишчилар 1-июл күни шәһәрлик һөкүмәтниң иш бинасиға бесип кирип, бинани игиливалған. Шу чағда бинаниң ички қисмидики тамға “хитай җәзмән уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан җинайәтлириниң бәдилини төләйду” дегән сөзләр чоң қилип йезип қоюлған.
Бу сүрәт тарқалғандин кейин зор бәс-муназиригә сәвәб болған. Америкадики җорҗи тавн университетиниң профессори, уйғуршунас җеймис милвард бу һәқтә пикир қилип “ши әпәнди, көрдиңизму? сизниң шинҗаңдики зулумлириңиз ‛бир дөләттә икки хил түзүм болуш‚ нәзәрийәсини тарихниң әхләт сандуқиға чөрүп ташлаш керәкликини техиму очуқ көрсәтти,” дегән.