Хитай һөкүмити хоңкоң намайишчилирини “террорлуқ” қа бағлап әйибләшкә башлиди

Мухбиримиз әркин
2019.08.12

Хитай һөкүмити хоңкоңлуқларниң “қачқунларни өткүзүп бериш қануни” ға қарши қозғиған наразилиқ һәрикәтлирини “террорлуқ” қа бағлашқа башлиған.

Бу йил 7‏-айниң башлирида партлиған наразилиқ намайишида һөкүмәт намайишчиларниң “қачқунларни өткүзүп бериш қанун лайиһәси” ни бикар қилиш, сақчиларниң зораванлиқ қилмишини тәкшүрүш қатарлиқ 5 түрлүк тәлипигә җаваб бәрмигән. Әксичә сақчиларни ишқа селип, намайишчиларни бастуруши намайишниң тоқунушқа айлинишини кәлтүрүп чиқарған. Буниңда бейҗиң һөкүмити хоңкоң валийсиниң намайишчиларға күч ишлитишини қоллап кәлгән иди.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитайниң хоңкоң-макав ишханиси 12‏-авғуст күни баянат елан қилип, намайишчиларниң һәрикитиниң “еғир зораванлиқ җинайити шәкилләндүрүш” кә вә “террорлуқниң баш көтүрүш” кә башлиғанлиқини билдүргән. Бу уйғур районидики наразилиқ һәрикәтлирини изчил “террорлуқ” қа бағлап бастуруп келиватқан хитай һөкүмитиниң уйғур райониниң сиртида йүз бәргән бир наразилиқ һәрикитини тунҗи қетим “террорлуқ” қа бағлишидур.

Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити намайишни “террорлуқ” қа бағлап, намайишчиларни қораллиқ бастурушниң баһанисини издимәктә икән. Хоңкоң‏-макав ишханисиниң баянатчиси юқириқи сөзләрни 11‏-авғуст күни намайишчилар билән сақчилар оттурисида йүз бәргән тоқунушқа қарита ейтқан. Йәкшәнбә күнидики тоқунушта бәзи сақчиларниң көйүп яриланғанлиқи илгири сүрүлгән иди. Хоңкоң парламентидики демократлар гуруһиниң рәһбири мав миңҗиң хитай тәрәпниң баянатиға инкас билдүрүп, түнүгүнки тоқунушта “пуқралардики ашқунлуқ” ни сақчиларниң зораванлиқи кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, дүшәнбә күни миңлиған намайишчи хоңкоң хәлқара айродромиға топлинип, сақчиларниң зораванлиқиға наразилиқ билдүргән. Хоңкоң һөкүмити шу күни пүтүн айропилан қатнишини бикар қилип, йолучиларниң айродромни дәрһал бошитишини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.