Хоңкоңдики намайишта көрүлгән сақчиларниң зораванлиқи дуняниң диққитини қозғимақта

Хоңкоңда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан демократийә намайиши җәрянида хитай һөкүмитиниң сақчилар арқилиқ намайишчи аммиға зораванлиқ қилиши дунядики һәр саһә кишилириниң вә тәшкилатлириниң җиддий диққитини қозғимақта.

Хоңкоңда барғансери юқири пәллигә чиқиватқан демократийә намайиши җәрянида хитай һөкүмитиниң сақчилар арқилиқ намайишчи аммиға зораванлиқ қилиши дунядики һәр саһә кишилириниң вә тәшкилатлириниң җиддий диққитини қозғимақта.

“җәнубий хитай сәһири” гезитиниң 13-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мешел бәчелот бу һәқтә сөз қилип, өзиниң йеқиндин буян барғансери юқири пәллигә чиқиватқан сақчиларниң зораванлиқ қилмишлиридин әндишигә чүшкәнликини билдүргән. Улар бу һәқтики тәкшүрүш арқилиқ “хоңкоң сақчилири ишләткән яш аққузуш бомбиси, сақчи калтики, резинкә оқ вә башқа қораллар хәлқаралиқ қаидиләр бойичә мәни қилинған нәрсиләрдур” дәп хуласә чиқарған.

Хоңкоңдики намайишчи амма хоңкоң айродроминиң күтүш залини игиливалғандин кейин йүз нәччә айропиланниң учуши әмәлдин қалдурулған. Кейинчә бу һал пүткүл айродромниң тақилип қелишиға сәвәб болған. “хәлқара сода вақти” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң шенҗен шәһиридә топлиниватқанлиқи ейтилған. Хитай ахбаратида болса һәрбийләрниң вә броневикларниң топлинишини “маневир еһтияҗи үчүн” дәп чүшәндүргән.

Хоңкоңдики намайишта сақчиларниң көпләп зораванлиқ васитилирини ишқа селиши һәмдә хитай азадлиқ армийәсиниң хоңкоңниң арқа һойлиси болған шенҗенға топлиниши нөвәттики вәзийәтниң техиму еғир ақивәтләргә сәвәбчи болуши һәққидә көплигән муһакимиләргә сорун һазирлимақтикән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org