Бейҗиң даирилири хоңкоңда давамлишиватқан демократик намайиштин әнсиримәктә

Мухбиримиз меһрибан
2014.10.07

Хоңкоңда давамлишиватқан демократик намайиш 7-өктәбир күни 10-күнигә қәдәм қойди. Хитай мәркизи һөкүмити вә хоңкоң йәрлик һөкүмитиниң тәлипи билән оқуғучилар дүшәнбә күни хоңкоң һөкүмәт бинасида ишләйдиғанлар үчүн йол ечип бәргән болсиму, әмма һөкүмәт бинаси әтрапидики мәйдан вә йолларни игилигән оқуғучилар йәнила намайишини давамлаштурмақта.

Бүгүнки әң йеңи хәвәрләрдин мәлум болушичә, 6-өктәбир дүшәнбә күни кәчтә оқуғучилар хоңкоң даирилириниң оқуғучилар билән сөһбәтлишиш тәклипини шәртлик қобул қилип, даириләрдин оқуғучилар оттуриға қойған тәләпләрни орунлашқа икки тәрәп сөһбитидин илгири вәдә беришни тәләп қилған.

Хоңкоңдики демократик сайлам өткүзүшни тәләп қилиш намайиши хитай мәркизи һөкүмитини нарази қиливатқан вә қаттиқ әнсирәткән болуп, хәлқ гезити, мәркизи телевизийә истансиси қатарлиқ көплигән һөкүмәт ахбарат васитилиридә хоңкоң оқуғучилириниң намайиши қаттиқ әйибләнди. Хитай тәшвиқат васитилиридә йәнә, хоңкоңдики оқуғучилар намайишини қоллиған ғәрб демократик дөләтлири “җуңгониң ички ишлириға арилишишқа урунди” дәп әйибләнди. Хоңкоң вә хитай вәзийитини көзәткүчиләр нөвәттә, хитай мәркизи һөкүмитиниң хоңкоңдики демократик намайишни қандақ бир тәрәп қилишиға йеқиндин диққәт қиливатқан болуп, хоңкоң намайиши 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитидин кейинки йәнә бир қетимлиқ демократийини тәләп қилиш һәрикити дәп тәрипләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.