Сөһбәт нәтиҗидә бәрмиди, хоңкоң намайишчилири йәнә һәрикәтләнди

Мухбиримиз җүмә
2014.10.22

Һөкүмәт билән өткүзүлгән сөһбәт нәтиҗидә бәрмигәндин кейин, чаршәнбә күни 200 гә йеқин намайишчи хоңкоң валийсиниң туралғусиға йүрүш қилип авазини аңлитишқа атланди.

Башқа намайишчилар хоңкоңниң асаслиқ кочилирини игиләш һәрикитини давамлаштурди.

Хоңкоң валийси ляң җеңйиңниң туралғусиға қарап йүрүш қилған намайишчилар уни дәрһал истепа беришкә чақирди.

Асаслиқи оқуғучилиридин тәркиб тапқан хоңкоң демократийә намайишчилири өткән бир нәччә һәптидин буян хоңкоңниң асаслиқ районлирини игиләп хитайдин демократийә тәләп қилмақта иди.

Улар, хоңкоңдики бейҗиң бәрәс сайлаш гурупписини қобул қилмайдиғанлиқини елан қилған вә 2017-йиллиқ район башлиқини өзлири сайлашни тәләп қилған.

Һалбуки, намайишчиларниң тәләплири һазирғичә җавабсиз қалдурулған. Һөкүмәт илгири икки қетим оқуғучилар билән сөһбәт өткүзүшкә вәдә бәргән болсиму, вәдисидин йенивалған.

3-Қетимлиқ сөһбәт 21-өктәбир өткүзүлди. Шунчә тәстә өткүзүлгән бу сөһбәт нәтиҗисиз аяғлашқандин кейин оқуғучилар намайишни йәнә давам қилди.

Оқуғучилар бу нөвәтлик намайишни һөкүмәт тәләплиригә қулақ салғанға қәдәр давамлаштуридиғанлиқини билдүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.