Хоңкоңда “күнлүк һәрикити” ниң бир айлиқи хатириләнди

Мухбиримиз ирадә
2014.10.28

Хоңкоңлуқ оқуғучилар бүгүн хоңкоң “күнлүк һәрикити” ниң бир айлиқини хатирилиди. Сәйшәнбә күни кечидә миңлиған оқуғучи мәркизи намайиш мәйданиға йиғилип, күнлүк ечиш арқилиқ, һәрикәтниң бир айлиқини хатирилиди.

Бундин бир ай аввал, хоңкоң сақчилири тинч намайиш қиливатқан оқуғучиларға күч қоллинип, уларни көз яшартқучи бомба арқилиқ тарқитишқа урунғандин кейин оқуғучиларниң намайиш һәрикити техиму күчлинип кәткән иди.

Бүгүнки хатириләш мурасимида демократик намайишниң йетәкчилири йәнә өзлириниң биваситә һалда компартийә рәһбәрлири билән учришишни тәләп қилиши мумкинликини билдүрди. Фирансийә агентлиқиниң ейтишичә, бу, хоңкоңда намайишлар башлиғандин буян оқуғучиларниң тунҗи қетим бундақ бир еһтималлиқни тилға елиши икән. Оқуғучилар һәрикити йетәкчилиридин алекс чу бүгүн қилған сөзидә, әгәр хоңкоң һөкүмити өзлириниң демократийә тәлипини бәҗа кәлтүрмигән тәқдирдә, хитай баш министири или кечяң билән биваситә көрүшүшни тәләп қилидиғанлиқини ейтти.

Бирақ, хитай һөкүмити хоңкоңдики намайишни қанунсиз дейишни давам қилди. Бүгүнму хитай тәрәптин берилгән бир баянатта, хоңкоңдики намайишларни чәтәл күчлириниң қутритиватқанлиқи илгири сүрүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.