Биңтуәнниң қурумқаш шәһири хитай нопуси җиддий көпийиватқан шәһәргә айланмақта
2023.05.04
Хотән вилайити тәвәсидә 2016-йили қурулған биңтуән 14-девизийәсигә қарашлиқ қурумқаш (күнйү) шәһири хотән бостанлиқида хитай нопуси җиддий рәвиштә көпийиватқан йеңи шәһәргә айланмақтикән.
“хитай хәвәрләр тори” ниң 30-апрелдики хәвиригә қариғанда, қурумқаш шәһиридә дөләт һалқиған йүгүрүш мусабиқиси башланған. Мусабиқигә 14-девизийә, қошна наһийә вә шәһәрләрдин кәлгән 100 дин артуқ киши қатнашқанлиқи мәлум. Хәвәрдики син көрүнүшигә қариғанда, мусабиқигә қатнашқанларниң һәммиси дегүдәк хитайлар икән.
Хитай һөкүмити 2016-йили 1-айда биңтуән 14-девизийәгә қарашлиқ қурумқаш шәһирини қурушни тәстиқлиған. Шу йили 2-айниң 26-күни қурумқаш шәһири рәсмий қурулған. Қурумқаш шәһири биңтуән қармиқидики наһийә дәриҗилик шәһәр болуп, һазирқи нопуси 50 миңдин ашидикән.
Хотән вилайити пүтүн уйғур райони бойичә уйғурларниң нопус зичлиқи әң юқири вилайәт болуп, йеқинқи мәзгилләргичә хитай көчмәнлириниң сани башқа вилайәт вә шәһәрләргә селиштурғанда әң аз иди. Һалбуки, хитай һөкүмити җәнубий уйғур елиниң нопус тәркибини өзгәртиш үчүн, биңтуәнни тез сүрәттә җәнубқа кеңәйтиш, хотәнгә төмүрйолни туташтуруш қатарлиқ көп қатламлиқ васитиләр арқилиқ, хотән вилайитини хитайлаштурушқа башлиған. Керийә бостанлиқида тәсис қилған қурумқаш шәһириниң қурулушиму дәл шу хил сиясий еһтияҗниң нәтиҗиси иди.
2015-Йилниң нопус статистикисиға қариғанда, хотән вилайәтниң омумий нопуси 2 милйон 300 миң әтрапида болуп, уйғурлар 96.7 Пирсәнтни, хитайлар 3.1 Пирсәнтни игилигән. Сиясий анализчи илшат һәсәнниң илгири радийомизға билдүрүшичә, уйғурларниң қәшқәр вә хотән вилайәтлиридики нопус җәһәттики мутләқ үстүнлүки, хитай даирилириниң бешини толиму қатурған, шундақла хитай көчмәнлирини йөткәп орунлаштуруш, биңтуәнни җәнубқа тез сүрәттә кеңәйтиш арқилиқ, бу хил әһвални өзгәртишкә урунған икән.
Адриан зензниң “ню-йорк вақит гезити” дә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, 2015-йилдин 2018-йилғичә болған арилиқта хотәндики уйғурларниң нопуси көрүнәрлик төвәнлигән. Әксичә, хитайларниң нопуси мәзкур вилайәттә күнсайин ешип барған. Хитай һөкүмитиниң хотән бостанлиқида қурумқашқа охшаш биңтуән шәһәрлирини бәрпа қилиши, буниң дәлили икән.









