Хитай һөкүмитиниң “хуавей ширкити” арқилиқ оттура асияда назарәт механизми орнитиватқанлиқи айдиңлашмақта
2019.08.09
Хитайдики әң чоң телефон ширкити болған “хуавей ширкити” 2014-йилидин башлап хитайдики 500 дин артуқ шәһәрниң назарәт механизиминиң толуқ контроллуқидики “әқлий шәһәр” болушиға “төһпә қошуп кәлгәнлики” мәлум. Нөвәттә мәзкур ширкәтниң хитай чеграсидин һалқип бу хил назарәт механизмини оттура асия кеңәйтиши зор диққәт қозғашқа башлиди.
Хитай мутәхәссислиридин яв зийән “дипломат” журнилида 7-авғуст күни елан қилған бу һәқтики мақалисидә хуавей ширкитиниң 2019-йили апрел ейида өзбекистан һөкүмити билән бир милярд америка доллири қиммитидики назарәт механизми содиси һәққидә келишим һасил қилғанлиқини баян қилиду.
Апторниң баян қилишичә, америка, әнглийә қатарлиқ ғәрб әллири бу хилдики учур вә алақә техникилирини тәтбиқлаш арқилиқ шәһәр аһалисигә техиму яхши мулазимәт вә бихәтәр муһит яритидиған қурулушни “әқлий шәһәр қуруш” дәп атайдикән. Әмма хитай һөкүмити бу хил шәһәрләрни “бихәтәр шәһәр” дәп атайдиған болуп, дәсләптә қатнаш системисини назарәт қилиштин тезла чирай тонуш техникисини тәтбиқлашқа өткән. Бу хил техникиниң қоллинилиши елип кәлгән қабаһәтниң қайси дәриҗигә барғанлиқи болса уйғурлар дияридики милйонлиған көзитиш камералириниң орнитилиши, юқири пән-техника билән қоралландурулған қатму-қат тәкшүрүш системилириниң орнитилиши дегәнләрдә рошән әкс етидикән.
Хитай һөкүмитиниң өзбекистан билән һәмкарлишип “бихәтәр шәһәр” бина қилиш тәҗрибиси һазир әзәрбәйҗан, қазақистан, таҗикистан, қирғизистан, түркмәнистан, әрменийә қатарлиқ дөләтләрниң зор қизиқишини қозғимақта икән. Болупму өзбекистанниң ташкәнт шәһиридики 800 дин артуқ көзитиш камералири арқилиқ “сиясий вәқәләрни сифирлиқ назарәт қилиш” ниң әмәлгә ешиши тәбиий һалда нөвәттә хуавей ширкитиниң г 5 алақә торини хитай банкилириниң қәрз ярдими билән өзбекистанниң асаслиқ телефон системилириға сәпләшкә биваситә хизмәт қилмақта икән. Америка һөкүмити буниңға наразилиқ билдүргән болсиму өзбекистан йәнила бу җәһәттә хитай билән һәмкарлиқни давам қилдуривәргән.
Мақалида көрситилишичә, қазақистанниң пайтәхти нурсултан шәһиригә хуавей ширкитиниң ярдими билән икки миң көзитиш камераси орнитилған. Таҗикистанму дүшәнбә шәһирини “бихәтәр шәһәр” қилип қуруп чиқиш үчүн хуавей ширкити билән 22 милйон америка доллирилиқ тохтам имзалиған. Нәтиҗидә бу җайдиму 800 дин артуқ көзитиш камераси аммиви сорунларни көзитишкә аҗритилған. Худди қазақистандикигә охшаш хитай һөкүмити бу җайдиму таҗикистанниң асаслиқ телефон ширкитиниң контроллуқини қолға киргүзүвалған. Бу әһвал қирғизистандиму охшаш икән.
Хитай һөкүмити “бир бәлвағ бир йол” қурулушини башлиғандин кейин бу хил юқири техника ширкәтлириниң сиңип кириши анда-санда көрүлүватқан қаршилиқ садалирини зор дәриҗидә бесип чүшүп кеңийиватқан икән. Америка һөкүмитиниң 2019-йили майда хитайдики бәш чоң техника ширкитигә техника вә запчас сетип беришни чәклиши билән бу долқун бираз пәскойға чүшкән. Әмма аптор хитай һөкүмитиниң “бихәтәр шәһәр” моделиниң оттура асияда шунчә күчлүк алқишлинишидики бир муһим сәвәбни улар билән хитай һөкүмити оттурисидики “террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқи” вә уйғурлар мәсилиси һәққидики әндишиләргә бағлайду. У буниңға мисал қатарида уйғурлар дияридики бир “тәрбийиләш мәркизи” дә ташқи ишлар ишханисидики мәсул хадимлардин җаң җишеңниң “бәзиләр қатиллиқ қилиштин бурунла өзлириниң бир адәмни өлтүрәләйдиған қабилийити барлиқини намайиш қилған болса биз уни қатиллиқ қилғучә күтүп турушимиз лазимму яки қатиллиқ йүз бериштин бурунла униң алдини елишимиз лазимму?” дегәнликини мисал қилиду.









