Уйғур аптоном районлуқ даириләр деһқанчилиқта ишлитидиған ялтирақни омумйүзлүк чәкләш бәлгилимиси чиқарған
2016.05.02
Шинхва ториниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус бәлгилимә чиқирип, деһқанчилиқта ишлитилидиған ялтирақниң 5 - айниң 1 - күнидин етибарән омумйүзлүк чәклинидиғанлиқини билдүргән.
“уйғур аптоном райониниң деһқанчилиқта ишлитилидиған ялтирақни башқуруш бәлгилимиси” дә 1 - майдин етибарән уйғур елидики завутларниң ялтирақ ишләпчиқириши вә сетиши шуниңдәк деһқанларниң терилғу йәрләргә ялтирақ ишлитиши бирдәк мәний қилинғанлиқи бәлгиләнгән.
Мәлум болушичә, хитайда 1970 - йилларниң ахирилиридин башлап, қонақ, кевәз, хасиң, тамака вә түрлүк көктатлиқ етизлирида мәһсулатни йоқири көтүрүш үчүн ялтирақ ишлитиш техникиси омумлаштурулған. Әйни чағда бу техника хитайда деһқанчилиқтики “ақ рәңлик инқилаб” дәп көккә көтүрүлгән.
Һалбуки, аридин 40 йилға йеқин вақит өткәндә хитайдики, болупму уйғур елидики терилғу йәрләр ялтирақниң еғир дәриҗидики булғишиға учрап, тупрақниң үнүмдарлиқи зор дәриҗидә төвәнләп кәткән. Шу вәҗидин хитай таратқулири илгири деһқанчилиқтики “ақ рәңлик инқилаб” дәп мәдһийәлигән бу техника нөвәттә “ақ рәңлик булғима” дегән сәлбий намға алмашқан.
Көзәткүчиләр, хитай даирилириниң узун йиллардин буян деһқанчилиқ, чарвичилиқ, бағвәнчилик вә көктатчилиқ қатарлиқ саһәләрдә химийәвий оғут, деһқанчилиқ дорилири һәмдә түрлүк зәһәрлик бирикмиләргә йол қоюп, пәқәтла мәһсулат миқдарини ашурушни асаслиқ нишан қилип кәлгәнликини, истемалчиларниң сағламлиқи билән йемәклик бихәтәрликини нәзәрдин сақит қилип кәлгәнликини тәнқид қилмақта.