Японийә ташқи ишлар министирлиқи хитай әлчисини чақиртти
2016.08.05
Фирансийә бирләшмә агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, японийә ташқи ишлар министирлиқи 5 - авғуст күни хитайниң токйодики баш әлчиси чең юңхуани чақиртқан һәмдә хитай парахотиниң сенкаку арили деңиз тәвәликигә үсүп киргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай билән японийә оттурисидики талаш тартишта туруватқан сенкаку арили бу қетимқи наразилиқниң асасий сәвәби болған. японийә ташқи ишлар министирлиқи хитай дөләтлик деңиз окян башқуруш идарисигә қарашлиқ икки парахотниң сенкаку арили деңиз тәвәликигә үсүп киргәнликини, буниң “японийәниң земин пүтүнлүкигә дәхли - тәруз қилғанлиқ” болидиғанлиқини ейтқан һәмдә буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән.
Хитай парахотлири һәмдә улар билән биллә кәлгән белиқчи парахотлар японийә деңиз мудапиә қисимлириниң агаһландурушидин кейин қайтип кәткән.
Мәлум болушичә, японийә һөкүмити йәнә өзлириниң бейҗиңдики әлчиханиси арқилиқ хитай мәркизий һөкүмитигә мушу мәсилә һәққидә наразилиқ билдүргән.