Японийиниң йеңи мудапиә министири хитай билән болған территорийә мәсилиси үстидә тохталди

Мухбиримиз ирадә
2016.08.04


Фирансийә а гентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийиниң йеңи тәйинләнгән мудапиә министири тамоми инада пәйшәнбә күни һәрбий қошунларни көздин кәчүргәндә қилған сөзидә хитай билән болған территорийә мәсилиси үстидә тохталған. У сөзидә мундақ дегән : “хитай, японийини қоршап туридиған су вә һава территорийисидә барғансери актип һалға келиватиду. У шундақла өзиниң қорал күчигә тайинип туруп игилик һоқуқ давасида үстүнлүкни игилимәкчи болуватиду.”

Японийә мудапиә министири тамоми инада сөзидә йәнә, шималий корийиниң иғвагәрлик һәрикәтлириниңму көпийип, японийә бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини ейтқан.

Мәлум болушичә, тамоми инада чаршәнбә күни японийә баш вәзири шинзо абе тәрипидин вәзипигә тәйинләнгән иди. У илгири 4 нөвәт парламент әзалиқ вәзиписини өтигән болуп, у өзиниң милләтчи көз қариши билән тонулидикән.

Фирансийә агентлиқиниң ейтишичә, у, хитай вә җәнубий корийә қаттиқ қарши туридиған “ясукуни уруш қәһриманлири” қәбригаһиниму давамлиқ йоқлап туридиғанларниң бири икән. Чаршәнбә күни бир мухбир униңдин 15 - авғуст күни иккинчи дуня урушиниң хатирә күни мунасивити билән қәбригаһни зиярәт қилидиған - қилмайдиғанлиқини сориғанда, тамоми инада буниңға нәқ җаваб беришни рәт қилип “уни зиярәт қилиш яки қилмаслиқ - көңүл мәсилиси” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.