Японийәниң йерим өткүзгүч експортиға чәклимә қоюши хитайға хирис пәйда қилған
2023.06.05
японийәниң бу йил 7-айдин башлап йерим өткүзгүч експортиға рәсмий чәклимә қоюши хитайниң бу саһәдики пиланлириға җиддий хирис пәйда қилған. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, японийә бу йил 7-айдин башлап йерим өткүзгүчкә қарита експорт чәклимисини рәсмий иҗра қилишқа башлайдикән. Хәвәрдә, японийәниң експорт чәклимисиниң бир йүрүш юқириқи техникилиқ әслиһәләр вә материялларға қаритилғанлиқи, һалбуки бу юқири техникилиқ әслиһә вә материяллар хитайниң илғар йерим өткүзгәч мәһсулатлириға еришиш, униң йерим өткүзгүч саһәсидики пиланлирини ишқа ашурушиға чоң кашила пәйда қилидиғанлиқии билдүрүлгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити буниңдин қаттиқ нарази болған, шундақла японийәдин бу чәклимини қайта ойлишишни тәләп қилған. Хәвәрдә, санаәт саһәсидики затлар японийәниң йеңи експорт чәклимисидә 23 хил йерим өткүзгүчкә алақидар буюм вә материялларға чәклимә қоюлғанлиқи, бу 23 хил мәһсулатни импорт қилмақчи болған һәрқандақ дөләт, әгәр японийәниң 42 “достанә сода базири” тизимликидики дөләт болмиса, алаһидә рухсәт елиши тәләп қилинидиғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә ейтилишичә, йерим өткүзгүч експорт қилишта хитай ғәйрий рәсмий рәвиштә чәклимә қоюлған дөләт икән. Америкаму хитайға 2022-йили 10-айдин башлап йерим өткүзгүч екиспорт қилишқа чәклимә қойған.
Хәвәрдә японийә хитайға йерим өткүзгүч експорт чәклимиси қоюшта голландийәгә охшаш хитайниң исмини ашкара тилға алмиған болсиму, лекин японийә әмәлдарлири бу мәһсулатлар японийәниң “ташқи перевот вә ташқи сода қануни” даирисигә киридиғанлиқи, бу қанун японийәниң қорал-ярағ екиспорт қилиши яки һәрбий қорал-яраққа өзгәрткили болидиған мәһсулатларни чәтәлгә екиспорт қилишқа чәклимә қойиду, дәп чүшәнчә бәргәнлики тәкитләнгән.