Японийә-хитай мунасивитидә уйғурлар мәсилиси муһим темилардин болмақта

Японийә ташқий ишлар вәзири тошимитсу мотеги алдинқи күни хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән телефонда бир йерим саәт сөһбәтләшкән. Сөһбәттә у икки тәрәп көңүл бөлүватқан мәсилиләр қатарида уйғур дияридики сиясий бастуруш вә хоңкоңдики наразилиқ һәркәтлиридин өзлириниң әндишә қиливатқанлиқини алаһидә әскәрткән.

Уйғур җәмийити дуч келиватқан зор қирғинчилиқ һадисисини пилтә қилған һалда хитай билән ғәрп дуняси оттурисида бир зор қариму-қаршилиқ барғансери мунтизим шәкил елишқа башлимақта. Нөвәттә буниң типик ипадилири японийәниң хитай билән болған мунасивитидә әкс етишкә башлиди.

“вал-ситрет журнили” гезитиниң 5-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, японийә ташқий ишлар вәзири тошимитсу мотеги алдинқи күни хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән телефонда бир йерим саәт сөһбәтләшкән. Сөһбәттә у икки тәрәп көңүл бөлүватқан мәсилиләр қатарида уйғур дияридики сиясий бастуруш вә хоңкоңдики наразилиқ һәркәтлиридин өзлириниң әндишә қиливатқанлиқини алаһидә әскәрткән. Униң бу һәқтики мәсилиләрни японийә баш вәзири йошихиде суга кейинки һәптә америка зияритигә меңишниң тәйярлиқини қиливатқанда алаһидә тилға елиши, хитайни бәкму пәришан қилған.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң 6-апрелдики хәвиридә ейтилшичә, телефон сөһбитидин кейин ваң йи баянат елан қилип, америка президенти җов байден иҗра қиливатқан хитайға қарши иттипақдашлар қошуни тәшкилләш истратегийәсини әйиблигән. Шуниңдәк японийә һөкүмитини “америка һөкүмити давраң қиливатқан шинҗаң вә хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә җаза қоллиништәк тәтүр еқимға әгәшмәсликкә” чақирған.

Мәлум болушичә, японийә һөкүмити америка билән йеқин һәмкарлиқ мунасивитидә болсиму америка һөкүмити бу йил март ейида башлиған “уйғур дияридики зулумға шерик хитай әмәлдарлириға җаза бериш” һәркитигә қатнашмиған икән. Әмма японийә билән хитай оттурисидики мунасивәт йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң деңиз зомигәрлик қилмиши түпәйлидин изчил җиддийлишиватқан иди. Әмдиликтә уларниң бу мәсилини алаһидә тилға елиши ташқий дуняда йеңи инкасларни пәйда қилмақта икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org