“шинҗаңға ярдәм бериш хизмити” ниң йеңи вәзипилири елан қилинди
2023.05.02
Хитай һөкүмити башқурушидики “хәлқ тори” ниң 1-майдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни ечилған “10-нөвәтлик шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт гурупписиниң хизмәтлирини тәқдирләш йиғини” да хитайдики 19 өлкә вә шәһәрниң бу саһәдики “төһпидар” шәхслири тәқдирләнгән. Шуниң билән биргә 11- нөвәтлик “шинҗаңға ярдәм бериш талант игилири” ни күтүвелиш һәмдә уларниң “йеңи вәзипилирини тонуштуруш” муһим мәзмун қилинған.
Хәвәрдә ейтилишичә, “нишанлиқ ярдәм бериш” чақириқи бойичә тәшкилләнгән бу “ярдәм бериш” гурупписидикиләр асасән хитай ширкәтлири болуп, улардин җеҗяң өлкисидин кәлгәнләрниң 90 пирсәнттин көпрәки ақсу тәвәсидики йеза-қишлақларда ишләпчиқириш завутлири ачқан һәмдә шу җайдики кишиләрни завутларға ишчилиққа ишләткән. Әмма хәвәрдә бу хил ишчиларниң қайси “тәрбийәләш” тин өткән кишиләр икәнлики һәққидә сөз қилинмиған. Бу хилдики “шинҗаңға ярдәм бериш гурупписи” ниң дохтурлар түркүми һәққидә сөз болғанда, булардин или вилайити тәвәсигә әвәтилгәнләрниң һәрқайси дохтурханиларда “йәрлик теббий хадимларни йетилдүрүшкә ярдәм қилғанлиқи”, уларниң һәрқайси дохтурханилардики “дохтурлар йетишмәслик” мәсилисиниң һәл болушида қандақ муһим рол ойниғанлиқи тәкитләнгән. Әмма теббий кәсипни тамамлиған шунчә нурғун уйғур оқуғучилар ишсиз йүргәндә бу хил “дохтур кәмлик” ниң қандақ пәйда болуп қалғанлиқи һәққидиму сөз болмиған.
Техиму муһими бу хил “шинҗаңға ярдәм бериш” гурупписи ақсу, корла қатарлиқ җайлардики йеза-қишлақларниң йәсли, башланғуч вә оттура мәктәплиридә оқутқучилиқ қилип “биваситә хитай тилида дәрс өтүш” арқилиқ шу җайдики “маарипниң гүллиниши” гә ярдәм қилған. Хәвәрдә бу һәқтә тохтилип “шинҗаңға ярдәм бериш хизмитиниң бир муһим мәзмуни шу җайдики кишиләрни гуруппа шәклидә тәрбийәләп уларниң миннәтдарлиқ туйғусини күчәйтишигә ярдәм бериш” дейилгән. Бу һал йеқинқи йиллардин буян ташқи дуняға мәлум болуватқан лагерлардики “компартийәдин вә хитай дөлитидин миннәтдар болуш тәрбийәси” һәққидики учурларни әслитиватқанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмитиниң бу қетимқи “шинҗаңға ярдәм бериш гурупписи” ниң бир йеңи вәзиписи уйғур сәбилирини “хитай ата-анилири билән дил риштә орнитиш” қа йетәкләш болғанлиқи мәлум. Хәвәрдә бу һал “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ суғириш хизмити” ниң бир муһим тәркиби қисми, дәп көрситилгән. Шуниңдәк хотәндики миң нәпәр уйғур өсмүрни “бейҗиңда мениң бир аиләм бар” дегән программиға қатнишишқа, шуниңдәк уларниң бейҗиңдики “ата-аниси болушқа келишкән” хитай аилиси билән язлиқ тәтилдә тйәнәнмен мәйданиға берип байрақ чиқириш мурасимиға қатнишишқа тәшкиллигән. Әмма бу балиларниң өз ата-анилириниң қәйәрдә икәнлики ейтилмиған.
Хитай һөкүмитиниң бу хилдики “шинҗаңға ярдәм бериш” чақириқи 1950-йиллардин буян тәкрарлинип келиватқан болуп, изчил түрдә хитай өлкилиридики хитай кадирлирини уйғур дияриға йөткәштә “җәлпкар чақириқ” болуп кәлгәнлики мәлум. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң 2021-йили 5-өктәбирдики баш мақалисидә көрситилишичә, хитай һөкүмити бу хил “шинҗаңға ярдәм бериш” хизмитини “уйғурларни бай қилиштики бир муһим қәдәм” дәп махтинип келиватқанлиқи мәлум. Әмма америка ташқи ишлар министирлиқи буни инкар қилип, бу хилдики “нишанлиқ ярдәм бериш” түригә аҗритилған милярдларчә бирликтики малийә хираҗитиниң әмәлийәттә уйғур диярида мәҗбурий әмгәк җари болуватқан завутларни қурушқа сәрп қилиниватқанлиқини көрсәткәниди.









