Москва, астана вә минск явро-асия иқтисадий иттипақи келишимини тәстиқлашни қарар қилди

Русийә, қазақистан вә беларусийә парламентлириниң рәһбәрлири явро-асия иқтисадий иттипақи келишимини охшаш һалда тәстиқлашни қарар қилди.

Русийә, қазақистан вә беларусийә парламентлириниң рәһбәрлири явро-асия иқтисадий иттипақи келишимини охшаш һалда тәстиқлашни қарар қилди. Қазақистан хәвәрләр агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, русийә федератсийә кеңишиниң мәсули валентин матвийенко бу һәқтә рәсмий мәлумат бәргән болуп, у: “биз бу дөләтләр парламентлириниң рәһбәрлири билән келишимни охшаш һалда тәстиқлаш һәққидә пүтүштуқ” дәп тәкитлигән.

Мәлум болушичә, русийә, қазақистан вә беларусийә рәһбәрлири бу йил 29-май күни қазақистан пайтәхти астана шәһиридә явро-асия иқтисадий иттипақини қуруш һәққидики келишимгә қол қойған болуп, мәзкур келишим 2015-йили, 1-январдин башлап күчкә игә икән.

Кавказийәдики әрменийә мәзкур иттипаққа әза болуш алдида турмақта. Шундақ болғанда явро-асия иқтисадий иттипақи сабиқ совет иттипақи земинидики 170 милйон нопусқа вә зор иқтисадий күчкә игә иттипаққа айлинидикән.

Русийә президенти владимир путин илгири явро-асия иттипақини қурушни тәшәббус қилған болуп, бу қетим қурулған явро-асия иқтисадий иттипақи бәлки путинниң мәзкур ғайисигә асас болуши мумкин икән.

Нөвәттә, явро-асия иқтисадий иттипақиға қирғизистанниңму қизиқиватқанлиқи мәлум. Әмма, өзбекистан болса өзини чәткә елиш позитсийиси, түркмәнистан болса, битәрәплик сиясити қолланмақта.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org