3-Нөвәтлик явро-асия йәрмәнкиси алдида “террорлуққа қарши туруш” һәрбий мәшиқи өткүзүлди

Үрүмчидә ечилидиған 3-нөвәтлик явро-асия йәрмәнкиси ечилиш алдида үрүмчи шәһиридә бихәтәрлик вә назарәт қилиш хизмәтлири күчәйтилгән.

Үрүмчидә ечилидиған 3-нөвәтлик явро-асия йәрмәнкиси ечилиш алдида үрүмчи шәһиридә бихәтәрлик вә назарәт қилиш хизмәтлири күчәйтилгән.

Хитайда чиқидиған сәйшин хәвәрләр ториниң хәвиридин қариғанда, үрүмчидә турушлуқ алаһидә сақчи қисимлири йәнә йәрмәнкә мәзгилидики бихәтәрликкә капаләтлик қилиш үчүн мәхсус “террорлуққа қарши туруш” һәрбий мәшиқи өткүзгән.

Үрүмчи явро-асия йәрмәнкиси 2011-йили өткүзүлүшкә башланғандин буян, даириләр һәр йили охшаш мәзгилдә үрүмчи шәһириниң кирип-чиқиш еғизлириға қаритилған тәкшүрүш вә чарлашни күчәйтип кәлмәктә. Даириләр һәтта 2012-йили явро асия йәрмәнкиси һарписида, йәрмәнкиниң бихәтәрликигә тәһдит дәп қаралған кишиләрни үрүмчидин һәйдигән. Әйни чағда радиомиз игилигән учурларда үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң йәрмәнкигә тәһдит дәп қаралған кишиләр үстидин мәхсус қара тизимлик турғузуп, бу кишиләрни юртиға мәҗбурий қоғлиғанлиқи, бу кишиләрниң асасән көчмә нопуслуқ уйғурлар ичидики сақал қойған әрләр, чүмбәл артқан аяллар шундақла йәнә сәзгүр мәсилиләр үстидин дава қиливатқан әрздарлар икәнлики мәлум болған иди.

Уйғур ели даирилириниң һәр йили явро-асия йәрмәнкиси мәзгилидики мислисиз қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири йәрмәнкигә барған чәтәллик зиярәтчиләр вә мухбирларниң алаһидә диққитини қозғиған. Көзәткүчиләр болса, бу йил уйғур елидә арқа-арқидин мәйданға келиватқан вәқәләр сәвәбидин даириләрниң йәрмәнкә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш нами астида йәниму қаттиқ тазилаш, зәрбә бериш һәрикәтлирини елип баридиғанлиқини агаһландурмақта.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org