Явру-асия көргәзмисидә миллий алаһидиликниң гәвдиләнмигәнлики торда муназирә қозғиди
2013.09.09
Үрүмчидә өткүзүлгән хитайниң 3 -нөвәтлик явро-асия көргәзмисидә уйғур райониниң миллий алаһидиликиниң ипадиләнмигәнлики торда муназирә қозғиди.
Әрк исимлик бир тордаш “бу көргәзмидә әң әқәллийси уйғурчә йезиқму йоқ, көргәзмә баштин -ахири ичкири өлкиләрдики көргәзмиләрдин пәрқсиз, бу җайниң уйғур аптоном райони икәнлики тамамән унтулған” дәп язған. Буниңға қарши йәнә бир хитай тор әзаси, көргәзмигә кириш ишикидә икки хил тил йезиқниң барлиқини тилға елип, һәммә ишни миллий мәсилигә тақивалмаслиқ һәққидә шикайәт қилған. Бу шикайәт уйғур тор әзалири тәрипидин кәң көләмдә тәнқидкә учриған.
Бу темида уйғурларни қоллап инкас язған бир хитай сәнәткар, уйғурларниң бу һәқтики наразилиқиниң тоғрилиқини тилға елип “бу йәрдә милләтчилик қилиниватқан иш йоқ, тәләп қилиниватқини инсап вә адаләт” дәп язған.
Уйғур тил-йезиқиниң чәткә қеқилиши уйғур районида наразилиқ қозғаватқан миңларчә мәсилиләрдин биридур. Уйғур аптоном райониниң мәркизидә өткүзүлгән бир хәлқаралиқ көргәзмидә, районниң миллий алаһидиликиниң әкс әтмәслики, бу қетимқи бәс-муназириниң асаслиқ диққәт нуқтиси болған.









