Мәркизий явро-асия илмий тәтқиқат йиғини өткүзүлиду
Җорҗи вашингтон университетида өткүзүлидиған явро-асия илмий җәмийитиниң бу йиллиқ муһакимә йиғинида уйғурлар һәққидиму муһакимиләр болиду.
-
Мухбиримиз үмидвар
2015-10-11 -
-
-
Җорҗи вашингтон университетида өткүзүлидиған явро-асия илмий җәмийитиниң бу йиллиқ муһакимә йиғинида уйғурлар һәққидиму муһакимиләр болиду.
Америка пайтәхтигә җайлашқан җорҗи вашингтон университетида 15-18 өктәбир күнлири өткүзүлидиған явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң 16-нөвәтлик хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида русийә, оттура асия, кавказийә районлири қатарида мәхсус уйғур елиму муһакимә даирисидин орун алған болуп, уйғуршунаслиқ бойичә 10 парчиға йеқин мақалә оқулуши, буниңға америкиниң тонулған уйғуршунас тәтқиқатчилири қатнишидиғанлиқи мәлум.
Җорҗи вашингтон университетиниң елийот хәлқара мунасивәтләр мәктипиниң тәркибидики оттура асия программиси баш болуп ачидиған мәзкур хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида муһакимә қилинидиған темиларниң даириси наһайити кәң болуп, буниңда тарих, мәдәнийәт, тил-әдәбият, сиясәтшунаслиқ, иқтисад, җәмийәт вә башқа түрлүк мәсилиләр муһакимә қилиниду.
Мәркизий явро-асия илмий җәмийити 16 йилдин буян һәр йили хәлқаралиқ чоң йиғин чақирип кәлмәктә. Бу йиғинда һәр йили уйғурларниң тили, әдәбияти, тарихи, сиясий вә башқа мәсилилиригә аит мақалиләр үчүн мәхсус муһакимә мәйдани тәсис қилинип келинмәктә.