Явропа иттипақи “мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами” ни тәстиқлиған
2024.11.20
Явропа иттипақи кеңиши (The Council of EU) ниң баянатиға асасланғанда, бүгүн, йәни 20-ноябир күни явропа иттипақи мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатларниң явропа иттипақи базарлирида сетилишни чәкләйдиған мәхсус қанун тәстиқлиған. Бу, явропа иттипақиниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ мәһсулат ишләпчиқарған вә қанунсиз мәһсулатларни сетип пайда еливатқан ширкәтләрни сүрүштүрүштики һәл қилғуч қәдәм, дәп қаралмақта.
“мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш низами” (FLR) дәп аталған бу қанун, явропа иттипақи тәвәсидики барлиқ дөләт органлириниң мәҗбурий әмгәк билән ясалған мәһсулатлар вә запчасларниң явропа иттипақи базирида қисмән яки пүтүнләй сетилишини чәкләшни тәләп қилидикән. Бу қанун йәнә һәр қайси ширкәтләрниң тәминләш зәнҗирлиридә мәҗбурий әмгәктин пайдилинишниң алдини алидикән.
Явропа иттипақи кеңиши елан қилған бу баянатта йәнә мундақ дейилгән: “2022-йилдики хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң заманиви қуллуққа болған мөлчәричә, пүтүн дуня миқясида 17 милйон 300 миң адәм мәҗбурий әмгәкниң зиянкәшликигә учримақтикән. Бу сан 2016-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта 8 пирсәнт ашқан. Униңда дейилишичә, 3 милйон 900 миң киши уйғур аптоном райони, түркмәнистан вә шимали корейә қатарлиқ дөләт вә районларда мәҗбурий әмгәкниң зиянкәшликигә учримақтикән. Ширкәтләрниң хусусий игиликтики мәҗбурий әмгәктин алған пайдиси һәр йили 63 милярд 900 милйон доллардин ашидикән”.
Явропа иттипақи кеңиши тәстиқлиған бу қанунниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни хитайдин импорт қилишни чәкләштә муһим рол ойнайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.