Явропа иттипақи җүмә күни хитай токлуқ аптомобиллиридин таможна беҗи елишни қарар қилди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.04

Явропа иттипақи 4-өктәбир җүмә күни хитайда ишләпчиқирилған токлуқ аптомобиллардин таможна беҗи елишни қарар қилған. явропа иттипақи  бу һәқтики баянатида: “бүгүн, явропа комиссийәсиниң хитайдин импорт қилинған токлуқ аптомобиллардин ениқ толуқлима таможна беҗи елиш тәклип лайиһәси, явропа иттипақиға әза дөләтләрниң йетәрлик қоллишиға еришип мақуллуқтин өтти” дейилгән. Мәлум болушичә, мәзкур тәклип лайиһәси бойичә хитайда ишләпчиқирилип явропаға импорт қилинған токлуқ аптомобиллардин 45 пирсәнткичә баҗ елинидикән. явропа иттипақи әмәлдарлири хитай токлуқ аптомобиллиридин таможна беҗи елиш қарариниң явропа аптомобил ишләпчиқириш ширкәтлирини хитайниң адаләтсиз сода паалийәтлиридин қоғдашни мәқсәт қилғанлиқини билдүрмәктә.

Явропа иттипақи әрзан баһалиқ хитай токлуқ аптомобиллириға баҗ қоюшта өзиниң аптомобил базирини қоғдашни чиқиш қилған болсиму, әмма хитай токлуқ аптомобил санаити, болупму униң руда ишләпчиқириш басқучи, уйғур мәҗбурий әмгики мәркәзләшкән саһәләрниң бири, дәп қарилип кәлгән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири явропа иттипақиниңму америкиға охшаш бу хил мәһсулатларни чәклишини тәләп қилип кәлмәктә иди.

“ню-йорк вақти” гезитиниң явропа иттипақиниң бу қарари, униң хитай билән болған милярдлиған долларлиқ содисиға тәсир көрситидикән. Һалбуки, явропа иттипақиниң бу қарари хитай иқтисади касатлишип, өй-мүлүк базири киризисқа патқан, ишсизлиқ артип, муқимсизлиқ күчәйгән, әмма хитай иқтисадта йәнила експортқа тайиниватқан бир пәйттә мақулланған. “ню-йорк вақти” гезитиниң билдүрүшичә, явропа иттипақиниң таможна беҗи американиң хитай токлуқ аптомобиллириға қойған беҗидин көп төвән болсиму, бирақ бу униң америка билән хитайға ортақ тақабил туруш ирадисини ипадилимәктә икән. Хәвәрдә, германийә маршал фондиниң алий тәтқиқатчи нова баркинниң бу қарар “явропада хитайни иқтисадий җәһәттә арқиға иттириштә ортақ тонуш барлиқидин сигнал бериду” дегән. Мәлум болушичә, бу қарар 31-өктәбирдин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.