Явропа парламент әзалири явропа һөкүмәтлирини тик-токни чәкләшкә чақирған
2023.06.05
явропа парламенти әзалири явропа һөкүмәтлириниң хитай иҗтимаий алақә суписи тик-токни чәкләш вақти кәлгәнликини, һөкүмәт хадимлириниң мәзкур хитай иҗтимаий алақә суписини ишлитишини чәкләшкә чақирған.
“политико” гезитиниң хәвәр қилишичә, явропа парламенти өткән һәптә чәт әл һөкүмәтлириниң сахта учур, тор һуҗуми вә һалқилиқ ул әслиһәлиригә кашила қилиш арқилиқ явропа дөләтлириниң ичкий ишлириға арилишиш һәрикәтлирини тосушқа аит бир тәвсийә қарари мақуллиған. явропа парламент әзалири бу тәвсийә қарарида явропа һөкүмәтлириниң тик-токқа чәклимә қойған бәзи ғәрб дөләтлири билән бирдәкликни сақлашни тәләп қилған.
Хитайниң дунядики яш-өсмүрләр арисида кәң омумлашқан тик-ток намлиқ иҗтимаий алақә суписи, ғәрб хәвпсизлик органлири тәрипидин җасуслуқ қилиш, кишиләрниң шәхсий санлиқ мәлуматлирини топлаш, яш-өсмүрләрниң идийәсини зәһәрләш билән әйиблинип келинмәктә иди. “политико” гезитиниң билдүрүшичә, тик-ток явропа парламент әзалири тәрипидин чәкләш тәләп қилинған бирдин-бир иҗтимаий алақә суписи әмәс.
Явропа парламент әзалири йәнә явропа кеңиши вә явропа комиссийонидин хитайниң хуавей, ZTE вә русийәниң касперский, Ntech лабораторийәси намлиқ ширкәтлириниму чәкләшни тәләп қилған. явропа парламенти әзалириниң қарари америка кеңәш палата әзаси марку рубийо өткән һәптә америка әдлийә министирлиқидин тик-токниң иҗраийә директори җав шавзени тәкшүрүшни тәләп қилған бир вақитта мақулланған.
Марку рубийо, тик-токниң давамлиқ хитайда санлиқ мәлумат топлаватқанлиқи, җав шавзениң бу йил 3-айда америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ бәргәндә ялған сөзлигәнликини билдүргән. У америка әдлийә министирлиқидин җав шавзениң “ялғанчилиқ җинайити” садир қилған-қилмиғанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилған. Җав шавзе әйни вақитта тик-токниң санлиқ мәлуматиға хитайда туруп еришкили болмайдиғанлиқини илгири сүргән иди.